Новая литература Кыргызстана

Кыргызстандын жаңы адабияты

Посвящается памяти Чынгыза Торекуловича Айтматова
Крупнейшая электронная библиотека произведений отечественных авторов
Представлены произведения, созданные за годы независимости

Главная / Литература на языках народа Кыргызстана, Уйғур тилидиги әсәрләр
© Исрайил Ибрагимов,1994-ж.
Һәммә һуқуқлар қоғдалған, әсәрләр авторниң рухсити билән елан қилинип туриду, тиражға чиқиришқа рухсәт берилмәйду.
Қайта җайлаштуруш вақти 14.06.2010

Исраил Момунович ИБРАГИМОВ

Җүҗә вә самолет

Роман

Аннотацияси:

Ибрагимовниң «Җүҗә вә самолет» китапниң мәзмуни төвәндикичә: Исмаил оғли Тохтамниң қизи Сабира һәдиниң пүткүл һаятниң бир күнлүк хәтирәнамиси.

Русчидин Малик Садиров тәржимиси.

Ибрагимов И. Җүҗә вә самолет. — Б.: Турар, 2009. — 264 б.

УДК 821.51
    ББК 84 Уйг 7-4
    И 15
    ISBN 978-9967-421-70-7
    И 4702630100-09

 

 

САБИРӘ ҺӘДӘ – ИНСАН БАЛИСИ
    (Исрайил Ибрагимовниң “Җүҗә вә самолет” романи һәққидә)

Мениң шуниңға ишәнчим камилки, һазирқи күндә һәқиқий язғучи китавини өзиниң маңлай тәри, тапан һәққи һесавиға нәшир қилдурушқа қабил әмәс. Әндиликтә язғучи әмгиги билән һәтта күндилик нениғиму пул тапалмайду, шуңлашқа китавиңни чиқириш үчүн бирәр башқа иш билән, тола чағда әдәбияттин тамамән жирақ иш билән мәшғул болушқа мәҗбурсән. Мана шуниң үчүнму китавини өзиниң пулиға нәшир қилдурған муәллипкә нисбәтән мән гуман билән қараймән. Көпинчә мундақ “бәдиий” әсәрләр әмәлиятта бемәна “йезиқчи-лиқниң” мәһсули, яхши дегәндә, әдәбиятқа охшитип беқишниң мәһсулидур. Һазир һәқиқий язғучи кәлгүсигә үмүт қилип йезишқа яки Һамий, меценат, бир сөз билән ейтқанда, әдәбият ғәмхорчисини издәшкә мәҗбур.

Бәхиткә яриша, мундақ учришишлар пат-пат болуп турмисиму, һәр һалда бәзи чағда йүз берип қалиду. Язғучи Исрайил Ибрагимов (шуни тәкитлимәкчимәнки, у һәқиқий истедатлиқ әдип) өзиниң меһриван ғәмхорчисини алтә жил күтти вә ахири ундақ сехи адәмгә дуч кәлди (демәк, йәр йүзидә Алла­таала бар охшайду). Униң “Җүҗә вә самолет” намлиқ романи бизниң күч-қувитидин айрилип, мүшкүл һаләткә йәткән дөләт нәшриятлиримизда, журналлиримизда өзиниң вақти-саатини күтүп алтә жил ятти, әгәр Исрайил Ибрагимовниң тәлийигә Бишкек шәһириниң яш тиҗарәтчиси Ялқунҗан Мунаров чиқмиған болса, униң китави йәнә нәччә жил ятар еди десиңизчу. У қол язмини диққәт билән оқуп чиқти вә бари-йоқи бир ай давамидила униң ахчисиға һәҗими анчә чоң болмиған жиғинчақ роман “Достлуқ” хәлиқ ара нәшриятидин бесилип чиқти.

Мана муқависида Матис “Икари” тәсвирләнгән ихчам китап әнди мениң қолумға тәгди. Миннәтдар язғучи өзиниң меһриван, қәлби дәрия ғәмхорчисиға (уни “Һамий”, дәп аташқа мениң тилим бармайду) әҗайип сөзләрни беғишлиған. Йәнә келип униңда романниң қандақту бир ачқучи бардәк туюлиду маңа. Мана у сөзләр: “Өз хәлқигә, өз мәдәнийитигә — муруввәтлик билимләр ғәзнисигә, түгимәс, пүтмәс вә әҗайип шерин үмүтләр мәнбәсигә болған муһәббитини жүригидә асрап сақлаватқан қиммәтлик Ялқунҗан Мунаровқа!”

Адәмләрни сөйүштинму бәдиийлигирәк һеч нәрсә йоқ, дәп ейтқан, әтималим, Ван-Гог болса керәк. Шу пикир нуқтәий нәзәридин қарисақ, “Җүжә вә самолет” романи алий дәриҗидики бәдиий әсәр, чүнки у муәллипниң өз қәһриманлириға, өзиниң җапакәш уйғур хәлқигә болған тәбиий, җанлиқ пәрзәнтлик муһәббитигә толуп-ташқан.

Романниң өзи муәллип тәрипидин жигирмә жил давамида иҗат қилинған болуп, әсәр талантлиқ язғучиниң, геологниң, алий мәктәп педагогиниң шәхсий тәғдири вә иҗадийити билән чәмбәрчас бағлиқ. Униң қәлимигә китапханлар вә тамашибинлар тәрипидин жуқури баһаға егә болған икки роман, бир нәччә повесть вә һекайә, бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмларниң жигирмигә йеқин сценарийиси мәнсүп.

Исрайил Ибрагимовниң йеңи китавини (бу униң төртинчи китави) һәқлиқ йосунда хәлиқ романи, дәп аташқа болиду, чүнки униң қәһримани — Сабирә һәдә – барлиқ ярилиши билән өз хәлқиниң ичидин чиққан инсан, өз хәлқиниң әң яхши вә алаһидә пәзиләтлирини: тирикчиликтики данишмәнлигини вә әмгәкчанлиғини, чидамлиқлиғини вә мунайимлиғини, һаятқа қабилийәтликлигини вә көңүлчәклигини, балиларға хас саддилиғини вә тәбиий тәдбирчанлиғини, зерәкликлигини өзидә муҗәссәмләштүргән. Йәнә келип, бу аддий уйғур аялиниң хусусийәтлири билән пәзиләтлирини қуруқ санап чиқиш–шунчилик җанлиқ, назуқлуқ вә сәмимийәтлик билән тәсвирләнгән романниң қәһримани тоғрилиқ тәсәввур һасил қилалмайду. Гоя сизниң алдиңизда у өзиниң қайғулири вә кечиккән хошаллиқлири, ғәмлири вә тәшвишлири илкидә жүрүп, улар униң жүригини әшу бир җумран җүҗигә охшаш чоқуп-чоқуп қойиду. Пүткүл роман – гоя бир чүштәк яки қәһриманниң өзи билән өзи қурған сөһбәттәк, Сабирә һәдиниң фильм хатирисидәк тәсират қалдуриду. Сабирә һәдә — Немәт ака Исмайиловниң қизи, току моздуз Тохтәмниң аяли (Тохтәмниң атиси Закир ака Пазилов) вә ялғуз оғли Адилниң аниси. Тәбиийки, Адил — Тохтәмниңму оғли. Йүзлигән чоң вә кичик вақиәләрни өз ичигә елип өтмүштә қалған һаят – чүш яки фильм шу дәқиқидә талай ушшақ-чүшәк нәрсиләрни әслитиду. Шу җүмлидин у шәхсий, аиләвий, миллий вә җамаәтчилик арисида болуп туридиған маҗраларниму унтумапту. Бу фильм яки чүш шунчилик устилиқ, шунчилик назуклуқ билән тоқулғанки, бәәйни кәштиләрдики нәқишләрдәк бир-бири билән чирмишип, гирә селишип кәткән. Узун жиптин тоқулған кәштидәк, Сабирә Пазилованиң өмриму әшу бир көзгә көрүнмәйдиған, лекин пишшиқ жип билән аилиси, җутдашлири, хәлқи, өз заманиси – еғир, тола чағларда шәпқәтсиз болған, лекин тәкрарланмайдиған заманиси билән, демәк, әҗайип җошқун һаят зич бағланған. Бу Сабирә қизчақ вақтида, униң анисиниң сөзи билән ейтқанда, “Әң муһими җанни сақлап келиш зөрүр болған, қалғини кейин орниға чүшәр”, дегән заман еди. Сабирәниң атиси Немәт ака, гоя “йоқитип қойған кона, һәқиқитидә болса өз қоли билән йоқ қиливәткән паспортларниң орниға йеңилирини елиш мүмкин болған чағда, миллити адәттики — уйғур” орниға “өзбәк”, дәп йезилған еди…

Паспортларни көрситип, у шундақ дәйдиған:

– Бир уста бир қелипта уйғурниму, өзбәкниму қуюпту, бәри бир әмәсму ким дәп йезилғиниң?

Қизчақ Сабирәниң вуҗудини шу чағда гуман егиләвалғанлиғи ядида: әгәр һәқиқәтән уста бир болуп, бир қелипта өзбәкниму, уйғурниму қуйған болса, әмсә немишкә Ялпуздики барлиқ уйғур өзбәк болушни халайдию, Ялпуздики үч аилидин ибарәт өзбәкләрниң уйғур болуш хиялиғиму кирип чиқмайду. Әгәр устиму бир, қелипму бир болса, у чағда немишкә уйғурлар хитайларниң пайдисиға шпионлуқ қилишқа майил болидую, өзбәкләр ундақ қилишқа майил әмәс болуп чиқиду? Немишкә уйғурларни хитайларниң шпионлири, дәп гәп тарқитишти. Қизчақ, Сабирәни шу чағда мана шундақ гуманлар беарам қилғанлиғи техи ядида.

Кейин Сабирә әргә тегип, Тохтәмниң оғли Адилҗанға һамилдар болған вақитта, бәш ака-укилиридин әң тунҗиси – Салпаң қулақни Ғәрипкә дәҺшәтлик урушқа узитишқа тоғра кәлди. У яқтин Салпаң қулаққиму, Қизил көзгиму, Күлкихумарғиму қайтип келиш несип қилмиди, Пәқәт әң Жиғлаңғуғила, Жирақ Шәриқтә японлар билән җәң қилишип болғандин кейинла, өйигә қайтип келиш несип қилди. Бирақ униңғиму кезик ағриғидин вапат болған, бәш чиши бар ләқими Чашқан укисини тирик көрүшни буйрумиған еди. Кәнҗисиниң арқисидин көп өтмәй аниҗаниму мәңгү көз жумған екән... Аридин икки жил өтүп Сабирә билән Әң Жиғлаңғу атисиниму бақи дунияға узитип қойиду.

Шуниңдин бу ян Сабирә Пазилова йәнә хелә жил һаят кәчүрди, 30 жил фабрикида ишләп, бир еғиз яман гәп аңлимиди, мукапатларға, соғиларға, тәшәккүрләргә егә болуп, “бизниң Гагановамиз” аталди. Лекин у өзиниң моздуз ери току Тохтәм билән биллә шунчә жил әмгәк қилған болсиму, пәқәт өзлириниң яхши намини чиқарғини болмиса, башқа һеч қандақ байлиқ топлимиди. Улар үчүн әң муһими,– өз шәнигә дағ чүшәрмиди. Пенсиягә чиққандин кейин Сабирә һәдә шәһәрдики бир мәһкимигә өй сүпәргүчи­техничка болуп ишқа орунлашти. Нәқ мана мошу йәрдә бу мулайим аялға барлиқ дәрт-әдәм чаплишип, жүригигә җүҗә орунлишивелип уни барғансири териқ чоқуғандәк чоқушқа башлиди. Сабирә һәдә адаләтсизликкә, қопаллиққа, алдамчилиққа, икки үзлүклүккә бәрдашлиқ бериши мүмкин әмәс еди. Адил адәмләр үчүн, қәлбигә йеқин адәмләр үчүн бәк көйүнәтти. Ахири, униң үчүн анчә яхши болмиған күнләрниң биридә, Закир акиниң оғли, йәни өзиниң ери Тохтәм билән биллә Бөртмә көз Баратахун қизиниң тойиға бармақчи болуп тәйярлиқ көрүватқан чағда, җүҗә жүрәк қепини чоқуп тешиветип, мәхситигә йәтти, Сабирә җан тәслим қилип, бақи дунияға – һеч ким арамини бузмайдиған дунияға кәтти.

Роман китапхан қәлбигә тәшвиш вә һаяҗанлиниш дәмлирини беғишлиған һалда, уни барлиқ керәксиз-ярамсиз, җа нәрсиләрдин хали қилған, жүрәкни йорутқан вә ой-пикирни йүксәк көтәргән һалда тамамланған.

“Җүҗә вә самолет” романини – умумий инсаний әсәр, дәп аташқа толуқ болиду, чүнки у мәңгүлүк, аддий вә қиммитини йоқатмайдиған қәдрийәтләр – аилиниң муқәррәрлиги, муқәддәслиги тоғрилиқ, байлиқтин вә билимликтин көрә әхлақийлиқниң муһимлиғи тоғрилиқ, инсанийлиқ вә меһриванлиқ тоғрилиқ, өз миллий мәнбәлириңни еһтиятлиқ билән асраш тоғрилиқ, әтрапиңдикиләр билән мунасивәт-муамилидә әдәплик вә сипайә болуш тоғрилиқ йезилған. Әшу Сабирәму һәммигә, йолдиши билән оғлиға, оғли бу яқта турсун, һәтта кичиккинә Пистәк намлиқ иштиғиму инсаний мунасивити әң алий дәриҗидә еди.

Исрайил Ибрагимов романиниң йоруққа чиқиши, нәқ һазирқи вақитта, бизниң заманимизда буниңға охшаш китапларниң нәшир қилиниши – бу интайин яхши нишан, яхши ишарә. Тәкитләймизки, биз үчүн һәммә нәрсә техи йоқимапту, базар мунасивәтлиригә көчүш сәрсанчилиғи, қосақ тойғузуш ғеми вә еһтияҗи мәнивийликниң зөрүрлүгини йоқиталмапту. Демәк, бизниң өлмәс қәлблиримизни исситиш үмүтимиз техи бар екән...

 

1

“Өз хәлқигә, өз мәдәнийитигә – муруввәтлик
билимләр ғәзнисигә, түгимәс-пүтмәс
вә әҗайип шерин үмүтләр мәнбәсигә болған
муһәббитини жүригидә асрап сақлаватқан
қиммәтлик Ялқунҗан Мунаровқа!”

Мундақму болиду: бәзидә әрзимигән кичиккинә нәрсидин – лупа әйниги арқилиқ көрүшкә болмайдиған зәрридин хаһиш бойичә чоң ишлар вуҗутқа келиду – буниңда зәррә кичик нәрсә әмәс! Бәзидә шу кичиккинә нәрсидин чоң ишларниң күли көккә сорилиши мүмкин. Бәзидә болса у — яхшилиқларниң башланмиси. Әрзимәс нәрсә бәзидә тузсиз тамақтәк, ағзиңға алсаң, лавза, бәзидә болса у тузлуқ таамдәк, йегүң келиду, йәләлмәйсән… Әрзимәс нәрсә… Бир чимдим туз… қандақ әһмийәтлик!

Сабирә һәдиниң кәйпияти униң алдинқи кечиси көргән чүшигә қарап өзгирип туратти. Чүш униң үчүн гоя хошаллиқ, хапилиқниң нормисиға айлинип қалған: яхши чүштин дили шатланса, яман чүштин кәлби өртинәтти. Яхши чүш көрүшму анчә тәс әмәс екән. Буниң үчүн пәқәт ухлиған вақитта тоғра йетиш керәк, әң әвзили йеничә ятқан яхши, дәп һесаплатти Сабирә һәдә. Униң үстигә, бир күни радио өзиниң әң яхши аңлитишлириниң биридә бу тоғрилиқ тәкитлигән, уни Сабирә һәдә ахириғичә аңлиған. Була әмәс. Әң әвзили, оң биқинида ятқан яхши. Оң биқинни, яки сол беқинни бесип ухлаш, еһтимал, бәзиләр үчүн бәри-бирдур. Бәзиләр бешини төвән, путини жуқури қилип, бәзиләр ястуқни қолтуғиға қисип ухлайду. Адәмләр һәр хил яралған, һәр ким өз хаһиши билән дейишиду. Бәлки шундақту. Әгәр тибабәт илмигә қулақ салсақ, пән билән һесаплашсақ, әң әвзили оң биқинни бесип ятқан яхши. Дохтурлар жүрәкниң, йәнә келип, Сабирә һәдиниңкидәк чарчиған ағриқ жүрәкниң нормал ишлиши үчүн мундақ әһвал әң қолайлиқ, дәп һесаплайду. Әгәр уйқилиқ, билмәстин оңда йетип қалсақ, униңдин ямини йоқ – қалаймиқан чүшләрни көрүшкә башлайсән. Сабирә һәдә қалаймиқан чүшләрдин қорқатти вә улардин қечишқа тиришатти. Бу йәрдә у азирақ қувлуқ ишлитәтти: у дайим уйқа кәлгичә оңда ятатти вә шундақ йетип узун вақит чидалатти, бир һәжәплинәрлик йери шуки, көзи илинип, чүш көрүшкә башлиғанда, ғипла қип биқиниға, йәнә келип оң биқиниға ориливалатти…

Сабирә һәдә билән йолдиши – Закир акиниң оғли – Тохтәм дайим ухлаш үчүн әтигән ятатти. Кейинки вақитларда Закир акиниң оғли өзигә охшимайдиғанла болувалди: кечиси митиқлап теч ятмайду, жәйниги билән ноқуйду, орнидин сәкрәп қопуп турувалиду, бәзидә олтиривелип, узун вақитқичә моздузларниң төмур қелипиниң тапиниға чекип, арам бәрмәйду, гаһи тилиққидәк йөтилип кетиду — мундақ әһвалда ухлаш мүмкинму? Мүмкин болған тәғдирдиму йеник болматти: чүшидә кимду бири бешиға күчәп уруватқандәк билинәтти – у орнидин беши ағриған һалда туратти, кәйпият һәққидә гәп қилмиғанниң өзи яхши…

Әр-аял ухлаш алдида һәр хил нәрсиләр тоғрилиқ параңлишип ятидиған. Сабирә һәдә әтә кәчки тамаққа чөшүрә қилмақчи болди. Закир акиниң оғли: “һә, Худа, шундақ қилседи”, дәп ойлиди. Сабирә һәдә ериниң чөшүрини яхши көридиғанлиғини биләтти. Униң үчүн чөшүрә тамақларниң әвлияси еди. Шуниң үчүнму у өйдә чөшүрә әткән күни ашханидин чиқмай, униң пишишини тақәтсизлик билән күтәтти.

Сабирә һәдә сөзни йәнә уйқисизлиқ һәққидә башлиди. Ери болса гәпни аста өз тәрипигә йөткиди.

Уйқисизлиқ? У Закир акиниң оғли Тохтәмниң жәйниги билән ноқуши, йөтилишидинму? Бу йәрдә һеч қандақ сир йоқ: униң меһриваниға шуниң үчүн уйқа кәлмәйдуки, у ухлаш алдида көп ойлайду, өй иши, аилә һаятидики чоң-кичик вақиәләрни тәсви тешидәк бир-бирләп көз алдидин өткүзиду. У ухлаш алдида тимақта тохтимайдиған хиялларға әсир болуп, ой деңизиға ғәриқ болиду. Мәсилән, алайли, у өтмүштики қандақту паша яки коңғуз һәққидә, яки у бовақ вақтида бөшүк алдида сайриған кичиккинә қуш һәққидә, яки буниңдин нурғун жиллар илгири кийим тикиватқанда тикиш машинисиниң жип атлап кәткәнлиги тоғрилиқ ойға чөмиду – мана униң уйқисизлиғи немидә?

Униң үстигә момайниң ғәлити адәтлири бар. Мәсилән, монуни алайли: ери билән параңлашқанда, тили узун, мәсхирәваз Айимханни дориғандәк, у һеч қачан адәмниң исмини дурус ейтип чақирмайду, әксичә, мәсхирә қилиду яки жиддий шундақ дәмду, билмәйсән, һәр қандақ адәмниң исмиға дадисиниң етини қошуп атайду. һелиқичу, паланчиниң қизи яки оваш, билисизғу, һелиқи паланчиниң оғличу, дәп аташ адәт болуп кәткән. Буниңдин һәм Адилҗанниң оғли, һәм Исламниң иниси истисна әмәс. Лекин, шуниси қизиқки, ерим, балам, иним дейишниң орниға у: Закир акиниң оғли – Тохтәм, Тохтәмниң оғли –Адилҗан, Немәт акиниң оғли¬–Ислам дейиши ағзиға рам болуп кәткән.

Лекин Закир акиниң оғли аялиниң ғәлити қилиқлириниң жипидин жиңнисигичә чоңқур зәң селип кәтмәтти. Уйқисизлиқ, әлвәттә, беарамсизлиқ, амма Закир акиниң оғлини пүтүнләй башқа нәрсә ойландуратти, уни кейинки вақитларда базарда моздузларниң қолда тиккән аяқ кийимлириниң базири касат болуп қелиши тәшвишләндүридиған болуп қалған еди. Кишиләрниң талғими өзгирип кетиватамду? Адәмләр самаға учуп үлгәрди. Лекин сама сама билән, турмуш өз йоли билән болуши керәкқу! һазир һәммиси завод, фабрикиниңкигә жүгришиду. Тоғра, адәмләр илгириму аяқ кийим дуканлириниң покәйлирини бошитип туратти. Немишкә? Күндилик аяқ кийимгә болған тәләп үстүн еди. һазир мундақ аяқлар покәйләрдә тағ болуп ятиду. Күндилик аяқ кийим билән меһмандарчилиқ үчүн бәлгүләнгән аяқ кийимниң жүгрүк ат билән қотур төгидәк пәрқи бар. Устилар бурун мәйрәмлик әжайип аяқ кийимләрни тикидиған! Љсти силиқ, бөдүр-бөдүр, һәр хил рәңдики юмшақ хромлардин тикилгән аяқ кийимләрниң лаклири ялтирап туратти, өтүкләрниң қончини гармошкиға айландуруш мүмкин еди… Көзлири тешиға һүрпийип чиқип туридиған, мәркизий базарни тонурда яққан иссиқ нан вә балдур көктатлар билән тәминләйдиған бай һәм хәсис, қувлуқ, бехиллиғи үчүн Закир акиниң оғли анчә яхши көрмәйдиған махтанчақ Баратахун-Сабир акиниң оғли– Бөртмә көз туюқсиз Тохтәмдин өтүк тикип беришни илтимас қилип, буйрутма бәргәндә, у хошаллиқтин өзини қойидиған җай тапалмай, тамиғиға нан түрилип қалғандәк қақилип кәтти. һә, ялтирап туридиған юмшақ хромдин тикилгән мәйрәмлик өтүк керәк! Закир акиниң оғлини, бәлгүләнгән мәрикә сир болмисиму, алдирашлиқ билән қилинған тәсадипи буйрутминиң сәвәплири анчә қизиқтурмиди: Бөртмә көз, Алланиң илтипати билән қериғанда тапқан кичик оғлиниң тойиға тәйярлинивататти. Мәзкүр тойда чирайлиқ кийинип, яхши көрүнүш нийити бардур. Закир акиниң оғли ахирқи қетим һәқиқий хром өтүкни қолида қачан тутуп баққанлиғини вә кимниң мундақ өтүккә ахирқи қетим буйрутма бәргәнлигини әсләлмиди. Бир аз ойлавалғандин кейин ғачилдиғи бар өтүк тикип беришни қарар қилди. Амма ғачилдақниң қандақ һаләттә, нәқ қәйәргә селинидиғанлиғини бирдин әсләлмиди.

Мана, өтүкму тәйяр болуп қалди, пашнисини қеқип, пәдәзләп, болғандин кейин, ичидики келипни аста чиқиривелиш керәк. Қончиға шаң қеқилса пүткини. У ишни бир тәкшүрүп беқиш үчүн қелипи чиқирилмиған өтүкни йәр дәсситип маңғузуп бақти: ғ-а-ч, ғ-у-ч, ғ-и-ч қилған әжайип авазлар чиқишқа башлиди. Шу дәқиқә Закир акиниң оғли Бөртмә көзниң өтүкни кийип асфальт йолда маңғинини хиялән көз алдиға кәлтүрди. Закир акиниң оғли өзини йеқимлиқ кәйпиятта һис қилип, қәлбән шатланғандәк болди: Бөртмә көз икки қолини кәйнигә тутуп, кочида у яқтин бу яққа мәғруранә маңмақта, униңға тәрәп-тәрәптин:

Әссаламу әләйкүм, Баратахун! Қандақ әһваллири? Паһ! Бу өтүкни нәдин алдила? Ким тикти? Тохтәм? Тохтәм Пазилов дәмдила? Демәк, техичила бегизи билән болқисини ташлимаптудә, дегән авазлар, аңланғандәк болди.

Сабирә һәдә ериниң қилиқлириға иккилиниш билән муамилә қилатти: тәәҗүплинидиған бир нәрсә болуватамду, немә үчүн у бир вақитниң өзидә һәм мискин, һәм хошал?

Униң йолдишиға ичи ағратти: у хелә аҗизлап қалған, мәңзилири соғулған, үзини қоруқлар қаплиған. Бир чағларда болса у пүтүнләй башқичә еди… Улар тәғдир тәққазаси билән бир ястуққа баш қойғандин бери қанчилик вақит өтүп кәтти. У чағда у һазирқиға задила охшиматти… һесаплиса тайлиқла: йеңидин ачарчилиқтин қутулған, урушқа болса санақлиқ жиллар қалған вақит – демәк, қириқ жилчә бурун! – һ ә, шу чағда у сәл асқап маңатти, яшлиқ ғурури билинип туратти, шуңлашқиму Бөртмә көз ағинилири билән олтарған йәрдә шундақ дәптекән:

– Чирайлиқ маңиду! Бәхитлик жигит! Маңиму униңға охшаш бир узун чач несип болармеди!

Шундақ қилип, илгири бир нәччә қетим болғиниға охшаш, бу дөрәнму ечиниш сәзгүси рәнҗиш һиссиятиға айланди.

Ғач-ғучи бар хром өтүк! Раст, бир чағларда йолдиши мундақ өтүкләрни тиккән. Икки қетимму яки үч қетимму-көп әмәс, бир заманларда тиккән. һелиму униң ядида: шәһәр артелидики иштин көңли қалған ериға бу йәрдә, ишәш қилматтиму әйтәвир, әң ушшақ ишларни– ямақ селиш, калтә чәм, наһал қеқиш охшаш парчә-пурат ишларнила тапшуратти. У қанчә қетим бу ишни ташлашқа бәл бағлиған, бирақ ташлалмиди. Хром өтүкләрни тикмәкчи болди… Ахири у өз мәхситигә йәтти-бир нәччә қетим өтүкләрни, өтүк болғанда хром өтүкләрни, ғач-ғучи бар өтүкләрни тикти. Лекин, шундақтиму, ери униң үчүн бәри бир аяқ кийим ремонтлиғучи болуп қалди– униңға ери пүткүл һаятида пәқәт ямақчилиқ биләнла шуғулланғандәк көрүнәтти:

Һәй, Тохтәм, Тохтәм! Бөртмә көз Сабир акиниң оғли – Баратахунниң буйрутмисиға қанчилик хошал болуп кәттиңиз һә!

Сабирә һәдә, худди бирси тәвитиватқандәк, көзи уйқиға кетиватқанлиғини һис қилди. Лекин бирдин ухлалмиди. Әндила көзи илинип, алдида қандақту бир чүшниң шәписи пәйда болушқа башлиған пәйттә, қаттиқ ноқуштин чөчүп, охинип кәтти.

– Немишкә ноқуйсиз? – деди у уйқа арилаш, – қолиңиз қол әмәс, моздузниң төмүр тапиниғу!

– Хорәк тартип кәттиң, – деди Тохтәм сәл рәнжигәндәк.

– Шуниңға ноқудиңизма?

– Әлвәттә. Әгәр сениң хоригиң, кәчүрисән, Рошәнгүл Илахунованиң нахшисиға охшап кәткән тәғдирдиму, шундақ қилған болар едим.

– Вай, худайимәй,– хурсинди Сабирә һәдә башқа биқиниға өрүлүп вә ойлиди: “Товва! Хорәкни Рошәнгүлниң нахшисиға селиштурғинини қара!”

Сабирә һәдиниң Илахунованиң нахшисиға нисбәтән ериниң һаяжанлириға ортақлашқуси кәлмиди, лекин униң бәзи бир нахшилири уни тәврәтмәслиги мүмкин әмәс еди. Мәсилән: “Каккук сайрайду тинмай, бири бағда, бири тағда…” У уйқиға кетиветип, нахшиниң сөзлирини йәнә бир қетим көңлидин өткәзди: “…Каккук сайрайду, бири тағда, бири бағда…” У йәнә тәшвишлинип ойлиди: “Чүшүмгә самолетниң кирмигини яхши боптудә!…”

Закир акиниң оғли көзи очуқ һалда қимирлимай хелә ятти. Кейин чидимай, орнидин турди, ухлайдиған бөлмидин чиқип, аста ишикни япти. Электр чириғини яндурди. Өй сәл сағуч нур билән йоруди. Дәстигаһта, худди бир жүп қарғидәк, Бөртмә көзниң өтүги есиқлиқ туратти. Закир акиниң оғли өтүкни алди, уни йеңи билән сүртүп, диққәт билән қариди, кейин косида олтирип, қелипни уруп чиқиришқа киришти — тақ-туқ-тақ… Өтүк тәйяр, әнди униң ғачилдиғини тәкшүрүп беқиш керәк. У өтүкни путиға кийип, у яқтин-бу яққа меңишқа башлиди – өйниң ичини "ғач-ғуч" қилған аваз қаплап кәтти…

Бу вақитта Сабирә һәдә чүш көрүвататти. Чаң басқан йеза йолида һарву наһайити аста келивататти. Униңға ешәк қошулған, һарвуға йени орулған чөп– явайи бедә, хуш пурақлиқ почақ, қара буғдай, сулу бесилған. Сабирә һәдә бир бағчә чөпни ястуқ қилип, һарвуда ятиду. Яқ, у Сабирә һәдә әмәс, Сабирә қиз. Бу чағда у қанчә яшта еди? 16 яшлар чамисида! Сабирә қизниң читтин кийгән көйниги ошуғиға тегип туриду. “Аһ! Немә дегән яхши чүш! – дәп ойлиди Сабирә һәдә чүшидә. – Қандақ йеқимлиқ чөпләр! Ипар әтридәк пурақлар!”

Һарву болса юмшақ топида иландәк из қалдуруп, алға илгирилимәктә. Божини тутқан һарвукәш униңға арқисини қилип алдида олтарғачқа, йолдиши–Закир акиниң оғли–Тохтәм яки. Әзиз акиниң оғли–Адил екәнлигини пәриқ қилиш қийин еди…

Шуңлашқа у чидалмастин сориди:

– Бу қайсиңларой?

Һарвукәш қимир қилмиди.

– Тохтәм, бу сизма?

У йәнә унчиқмеди.

– Адил?

Һарвукәш бу қетим арқисиға бурилип қариди вә Сабирә униң Әзиз акиниң оғли екәнлигини билди. У зиялиларға мунасип кийингән, ақ көйнәк үстидин галстук тақиған.

– Сабирә, бу сизма? — һәйран болди Әзиз акиниң оғли. – Нәгә кетиватисиз?

– Көрмәйватамсиз? Сиз билән кетиватимәнғу.

– Сиз биләмсиз, мән нәгә кетиватимән ?

– Әлвәттә. Рабфакқа кетиватисиз.

– Сизму шу яққиму?

– Шундақ, мәнму рабфакқа.

– Рабфакқа! — күлди Әзиз акиниң оғли. – Мошу турқиңиз билән!

Сабирә һәдә өзигә бир қур нәзәр салди: Сабирә қизниң қолида челәк, челәктә болса сүпүргә бар еди. һарвукәш униңға бир немини сунди: Бу – чач. – Сизгә соға қилимән, елиң, у бир күни керәк болуп қалиду…

Мана, у ләйлизарлиқниң четидә туриду, кәйнидин кимду бири униң чечини силимақта. “Бу ким? Һәжава, Тохтәм болса? – дәп ойлиду Сабирә һәдә чүшидә. – Йә Әзиз акиниң оғли Адилму?” У кәйнигә бурилип қариведи – нәқ өзи –муһәббити пучулған йолдиши Тохтәм турупту. Закир акиниң оғли күлүмсиригән һалди сөз қатти:

– Немә дегән узун чач.

– Узун чач яхшиму яки яманму?

– Яман, яман, – деди ери, униң авази ғәмгә толған еди.

– Немишкә яман?

– У бир дәдисә, баш ағриғи, һосул бәрмәйду.

– Немә дәватисиз?

– Һәммә адәм бу тоғрилиқ ейтишмақта: келәр жили қурғақчилиқ болғидәк.

Ериниң қолида қайча бар екән, у қайчини униң чечиға тәңләп, һейиқмастин деди:

– Кесивитимән, рәнжимә, болмиса һосул болмайду.

– Яқ! Кәсмәң! Халимаймән! – Сабирә һәдә униң әжайип чечини ериниң кесишкә тәмшиливатқанлиғидин вақиримақчи болуведи, амма бирдин жүриги еғип, чүши алмишип кәтти, у әнди: пәләмпәй билән самолет бортиға көтириливатқан бәш балини көрди. Уларниң арисида Адилжанниң оғлиму бар еди. Мана шу чағда у бар авази билән вақирашқа башлиди:

– Яқ! Балилирим! Оғуллирим! Арқиға қайтиңлар!

У әмәлиятта вақиримисиму, тамиғи дәһшәттин пүтүп боғулуп қалған еди.

 

2

Сабирә һәдә әтигән, дәсләпки йәрлик радио авази хәвәрлири билән тәң оханди. Униң йенида Тохтәм бәхитлик һалда пушулдап ухлаватти. “Йеқинда ятқан болуши керәк, болмиса бу кәмгичә һойлида жүрәтти, — дәп ойлиди у ери һәққидә. Баратахунниң өтүги униңға түгимәс иш тепип бәрди”. У плитиға чәйнәкни қоюп, дәрһал кечидә көргән чүшини әслиди. Икки чақлиқ Исламовларниң һарвуси. Униңда Исмайил ата өйдики маллириға йеңи чөп оруп, қараңғу чүшкичә қайтип келиш үчүн күн петиш алдида мәлиниң йенидики өзлириниң жаңзисиға чиқип кәткән, у һәр қетим етизға барғанда балилири үчүн соға-салам ретидә көк почақ, гүли чүшүп, дени толған, тавақтәк йоған семишка башлирини алғач келәтти. У әкәлгән соғини һәр қачан қуруқла бәрмәйдиған: “…Мону сизгә, салпаң қулиғим, …мону сизгә көк көзлүгүм, …мону сизгә, жиғлаңғу-мичилдиғим, …мону сизгә, күлкә хумар һеҗиғим, мону сизгә, әң кичигим–бәш чишлиғим, …бу сизгә, омақ қизим…” – дәйдиған. Сөзигә қошуп алтә балиға йә алтә сиқим көк почақ, йә алтә тал мәмпәзә, йә алтә тал пряник беридиған. Мундақ соғилар балиларниң чоңи Сабирәгә әң ахирида тегәтти. Сабирә бәш иниси барлиғиға қаримай, балиларниң чоңи болғачқа, атиға оғулдәк яр-йөләк еди. У дадиси етиздин кәлгәндә арини елип һарвуға чиқаттидә, йеңи оруп кәлгән чөпниң пуриғидин раһәтлинип, уларни йәргә чүширәтти. У чөпләрниң түрлириниму яхши биләтти. Бәзилирини пуриғидин, бәзилирини рәңгидин айривалатти. Сабирә һарвудики чөпни йәргә чүширип болғандин кейин дадиси бир ара чөпни бир жиллиқ мозайға селип берәттидә, қалғинини қуруқ чөп догисиниң үстигә ташлатти. Шундақ қилип, тама-тама-көл болар, дегәндәк, күзгичә һойлида йоған чөп догиси пәйда болатти. Мундақ вақитларда қизиниң ярдимидин атиниң беши көккә йетәтти.

Бир күни етизда Бөртмә көз Баратахун Сабиров билән болған учришиш тоғрилиқ дадисиниң һекайиси һелиму Сабирә һәдиниң есида.

– Сабир акиниң бу оғли ғәйрәтлик жигит – деди у қайиллиқ билән. – Бир күни аққушни етивелип, олжисини ака-ука Капыловлар – колхоз қаравуллириға бериптекән, улар униңға йеңи чепилған колхоз бедисидин бир һарву бесип берипту – бечарә ат һарвуни өйгә аран йәткүзүпту…

Сабирә-қизға дадисиниң һекайисида назук кинайә бардәк сезилди: у жигит немишкә өйләнмәйдиғанду? Лекин у чағда Бөртмә көз Баратжан қизлар қәлбини өзигә рам қилишни билмәтти, шуниң үчүнму Сабирә сәл қийдап етираз билдүрди:

– Аққуш, дада, муқәддәс қушқу, уни етишқа қандақму қоли барғанду!

– Тоғра, қизим, аққуш муқәддәс қуш, — дәп жавап бәрди ата қизини тәкрарлиған һалда тәәҗүплинип, — лекин һаят мурәккәп, униңда тепишмақлар шунчилик көпки, бәзидә яхшини ямандин айривалалмай қалисән. Қанчилик ишлар бешимиздин өтти: бир қарисақ, яхши, муқәддәстәк көрүниду, амма чоңқурирақ чөкүп, теги-тәти, маһийитини сүрүштурсәк, ипласлиқ, пәслик, рәзиллик чиқип туриду. Бәзидә болса пүтүнләй униң әксичә… Қайсиға ишиниш керәк? Раст, етиветипту, лекин у – яхшилиқтин, чүшәнмигән… яки мәргәнликтин болушиму мүмкин…

Бөртмә көз ата билән қизниң аталмиш сөһбитини аңлап, еһтимал, неминиң әрзийдиған, неминиң әрзимәйдиғанлиғини пәриқ қилалмиған болар еди! Мана, һәммә иш шуниңда, мәсилән жиддий, бу йәрдә пәқәт очуқ асманда пәйда болған булутқа қарап арқидин чақмақ чеқилишини сезиш керәк. Етилған қуш һәққидики қисқа сөһбәткә қошулимән десәң, Исмайиловларниң аиләвий сириға күчлүк зеһин, өткүр көз билән кара, әгәр у — Бөртмә көз бу сөһбәткә арилишип қалған болса, бәлким, мундақ сөзләрни аңлиған болар еди:

– Баратжан, яхши әмәс! Сиздәк жигитни пәқәт Ялпуздила әмәс, пүткүл округдин издәп тапқили боламдекин? Бай аилидин: икки ат, бир һарвуси, икки сийир, бир жүп буқиси бар… Қайғуси йоқ, чәбдәс… Яшашни билиду… Сөзләргә қариғанда, қизим, сизни айлинип жүргидәк… Рәнҗитип қоймаң…

– Байлиқ дегән немә у, дада! Адәм болуп яшаш керәкқу!…

– Һә, һарвуға немә бесилған? Чөп – у қәйәрдин? Немигә керәк?

Ешәкчу? Шунчилик көрүмсиз, шөлгийини пүркәйдиған ешәкчу? Дадам хижәләтчилиқтин төрт чақлиқ хадик билән етимизни сетивәткәндин кейин ешәкниң бизниң аилидә ат орнида хизмәт қилғанлиғи задила ядимдин чиқмайду. Вай, униң авазиниң қаттиқлиғичу!

Сабирә һәдә ялпузлуқ тәңтуши, ишдаш ети вә муңдиши Айимханни әслиди: Сабирә Пазилова билән Айимхан һосманова та пенсиягә чиққичә фабрикида биллә ишлигән. Айимхан қизи вә нәврилири билән. Приозерь шәһәрчисидә туратти. Бир күни улар учришип қелип, Айимхан өз йеңилиқлири һәққидә гәп қилип, өткәнни ядиға чүшәргәндәк болди.

– Товва, әнди есимға чүшти! Мән йеқинда Сергеевкидики туққанлиримниң өйидә меһманда болған едим, — девиди у дилкәш достиниң көзигә тикилип, Сабирә һәдә қандақту бир яман нәрсә тоғрилиқ ойлидиму, әйтәвир, бир қисмила болуп кәтти. – Бостандики супида чай ичкәч параңлишип олтираттуқ, — Айимхан бир дәқиқә жим турғандин кейин деди, – тамниң кәйнидин бир ешәк шундақ һаңримасму, мән силәрниң ешәк һаңраватамдикин, дәп ойлап қаптимән…

Сабирә һәдә бир­икки секунд һошини йоқатқандәк болуп, кейин есиға кәлди, һәммә вақ шундақ: Айимханниң расти билән чақчиғини пәриқ қилғили болмайду. Бу йәрдә шу нәрсә ениқки, қери түлкә достиниң көңлини авутуш үчүн қувлуқ қилди. Болмиса Карповтики Ялпуз билән Сергеевкиниң арилиғи топ-тоғра тоққуз километр турса, у йәрдин жирақтики ешәкниң авазини қандақ аңлайду? Униң үстигә Сабирәләрниң ешиги буниңдин қириқ жил бурун һарам өлгәнлигини Айимхан билмәмду? У бир нәрсини йәвелип әмәс, қерилиқтин өлгән. Ешәкниң һарам өлүшиниң тәпсилати техи хатиридин чиқмиған – яқ, мана башқиларниң авазлириму аңланмақта!

– Силәрниң ешәк Немәт ака, кәчүрисиз… бу дуния билән хошлишиватиду.

– Немә дәватисиз?

– Растлиғини ейтиватимән.

– Қәйәрдә?

– Топа алған азгалда. Әгәр сизниң ешигиңизгә қийин кәлмисә, бир илтим Қасим бар еди: Ешигиңиз Алланиң дәргаһиға барғанда, у йәрдики мениң узун қулиғимға салам йәткүзүп қойса, у бечариниң күни нечүккин? Еһтимал, тәйяр таплиғиға иқрар болғанду.

Сабирә һәдә Исмайиловларниң ешәк өлгән азгалға қарап қандақ жүгәргәнлигини яхши әсләйду: алдида – дадиси, униң кәйнидин Сабирә қиз, Сабирә қиздин кейин – Салпаң қулақ, Салпаң қулақтин кейин – Көк көз, Көк көздин кейин Жиғланғу-мичилдақ, Мичилдақтин кейин күлкә хумар–һежақ, һежақтин кейин әң ахирида– апам. Биз шу йәрдила ешәкни көмдуқ, дадам болса йә чақчақ қилди, йә растла ейттиму, мундақ деди:

– Сени мусулманчә көмгән болар едуқ, лекин сән мусулман әмәс, сени христианчә көмәр едуқ, әпсуски, сән христианму әмәс, бәзи адәмләрдә қобул қилинғинидәк Гүлхан йеқип, көйдүрүветәйли десәк, болмайду, сән адәм әмәс. Сән – ешәк, сениң өлишиңму ешәкчә болди, шуниң үчүнму сениң роһиңни хуш қилиш үчүн ешәкчә көмдуқ, әлвида…

Һәйраң қаларлиқ йери шуки, бу йәрдә биринчи болуп Жиғлаңғу-мичилдақ әмәс, ешәккә ич ағритип Көк көз жиғлашқа башлиди – жиғлиғанда қандақ, көзидин йеши тохтимай, ғиқ-ғиқ қилип өзини туталмай қалди – у ешәкни бәкму яхши көрәтти – шуниңдин кейин, дадамдин башқа, һәммимиз өпкимизни басалмидуқ… Дадам, ешәкни көмүп болғандин кейин, дәсләп жиғлашқа башлиған Көк көзни әмәс, бәлки Жиғлаңғу-мичилдақни бәзләшкә киришти, чунки у һәммидин кичик болғачқа көпирәк көңүл бөлүшкә, диққәт-етиварға муһтаж еди. Аһ, кичик вақтида у Мичилдақниң сөзлири қандақ татлиқ еди! Шу кәмгичә аписиниң Жиғлаңғуға муражиәт қилип, әкиләткән сөзлири Сабирә һәдиниң есида: “Ким у ипар пуритивәткән? Яқ, қозам, сән әмәс... Сән ундақ уятлиқ ишларни қилмайсән, ботам. Сән мениң еқиллиғим, данишминим. һелиқи рус чөчигидә йоған чамғуни жулуп чиқиришқа кимләр қатнашқана? Қени мону сүрәткә қарап өзәңни тап?…”

– Ешигимиз өлгән дедиңизма? — қизиқип сориғандәк қилди Айимхан.

– Һәҗәп, есиңиздин көтирилгән болса?

– Қириқ жил илгири? Сиз униң қайта тирилип қалмиғиниға ишинәмсиз?

– Немә дәватисиз? – рәнҗигәндәк болди Сабирә һәдә.

– Чақ-чақниму чүшәнмәйсиздә,– Айимхан достини бирдин қучағлап бағриға басти вә сөйүп туруп, деди:

– Сиз қанчилик ақ көңүл, саддисиз, меһриваним, қанатлири сунған қери қалиғичим – мән дунияда йәнә бир сиздәк қәлби пак, саддә дил аял бар десә ишәнмәймән, йоқла бир нәрсиләрни дәп қойса, раст дәп көңлиңизгә алисиз, немишкә шундақ. һә Немәт акиниң гүли?

Башқа вақит болған болса, еһтимал, Сабирә һәдә уларниң Сабирә билән Айимханниң яшлиқ вақти – бир заманларда баштин кәчүргән әжайип вәқиәләрниң тәпсилатини, болупму фабрикида биллә ишлигән чағлирида шаһид болған унтулмас ишларни бәтәпсил әслигән болар еди. Лекин һазир, сүбһидәмдә, йеңила чүшидә көргән вәқиәләрниң тутқуни, пәқәт йеңила көргән әжәйип чүшләргә мунасивити бар нәрсиләрнила әслимәктә.

– Чачларчу?

Чүштә көргән чач, мәлумки, йолдин бәшарәт бериду. Қандақ йолдин? Қаяққа апиридиған йолдин?

Чүшидә Сабирә һәдиниң үзи пучулған йолдишиниң қолиға қайча тутуп, униң қап-қара, узун сумбул чачлирини гоя чашқан қуйруғини кәсмәкчи болғандәк, кесишкә урунған һалда көрүнүши қизиқ һә! һаятта болса-әксичә: нәқ әйнә шу йолдишиниң көңлигә қарап, уни рәнжитмәслик үчүн Сабирә қиз яшлиқ вақтида бәзиләрдәк, ахмақларчә қелиплашқан модиниң кәйнигә кирмәй, чечини кәскүзмигән. һелиму ядимда, Закир акиниң оғли икки яки үч қетим, гоя һеч немә билмигәндәк, чач кесиш тоғрилиқ сөз қозғиған. Униң бу һәқтә сөз қозғап, аялиниң чечини кесидиған яки кәсмәйдиғанлиғини биливелиш ойиниң барлиғи сезилип туратти. Бу йәрдә йошуридиған һеч сир йоқ, уларниң алдида шәһәрдики дәсләпки мода қурвани – икки өрүм чечини биринчиләрдин болуп кесип ташлиған йәнә шу Айимхан “Мана мән” дәп туратти.

Әнди адәм һәр хил чачларни көридиған болди. Сизниңкидәкләргә кишиниң зоқ, һәвәси келиду. Ундақларға қарап: миллий адәт, инсанлиқ хислитини йоқатмапту, дәп ойлап қалисән, — йолдишиниң шу чағда әйнә шундақ дегини есида, аридин бирәр күн өткәндин кейин у йәнә сөзини давам қилди: һелиқи сизниң достиңиз немигә охшап қалған… Һәй, Айимхан! Исит чачлириңиз! Немигә охшап қалдиңиз! Чечиңизниң өй ақартидиған щетка билән бир бағлам сәвзиниң көкидин пәрқи қалмаптиғу! Миш-мишларға қариғанда, униң ерини армиягә чақириптудәк, растмиду? Мениңчә, у өзи соранған. Немишкә, биләмсиз? Шәрмәндә болуштин қачқан!…

Бу тәнә ишарилири Сабирәни ойлинишқа мәжбур қилатти: у чағда йеңи һаятқа интилиш күчлүк еди, гәрчә униң қир-сирлири һәммигә чүшинишлик болмисиму, униң қаидилиригә әмәл қилиш хаһиши үстүн еди, лекин әр билән аялниң йәр билән асмандәк пәриқ қилидиған көз қарашлирини бир таяқта һайдашқа боламду? һелиму ядида, у бу қийин әһвалдин наһайити чаққанлиқ билән қутулған: у Федорниң қизиниң үлгиси бойичә чечини чәмбәр қилип, гәжгисигә түгүвалған – нәтижидә сөрилип жүридиған чачтин қутулған! Ери кәлгәндә, қарап беқиңа, чечим қандақ бопту?… дәп көрсәткән, Закир акиниң оғли болса рәнҗигән һалда поңзәктәк қаңқип өйдин чиқип кәткән. Лекин Сабирә икки һәптидин кейин иштин қайтип келип өйидә әйниги бар кийим салидиған шкафни көргән – ериниң һәрикитидә сирлиқ, йеқимлиқ мәна барлиғини сәзмәслик үчүн һәқиқий сараң болувелиш керәк екәндә: у һәқиқәтәнму әйнәк алдида өзиниң әжайип жүришини мәшиқ қилмиғанду!…

Униң қурғақчилиқ тоғрилиқ сөзи немидин бәшарәт бериду? Қурғақчилиқ қачан болған?

Ядимдин задила чиқмайду, бир жили қиш бойи бир тал қар, яз бойи бир темим ямғур яғмиди, қурғақчилиқтин йәр чаваттәк йерилип, асманни чаң­топа қаплап кәтти. Дәрәқләрниң йопурмақлири, җодигәрниң әфсуниға бәрдашлиқ берәлмигәндәк, сарғийип, қорулуп, йәргә бевақ төкүлүшкә башлиди, чөпләр қәрәлидин илгири қуруп, самандәк сарғайди… Йәр, гоя: су! су!… — дәп илтижа қиливатқандәк еди. Адәмләр кәтмәнлирини елип, чоң ериққа, суни тәңшәп беридиған парасәтсиз мирапқа қарап маңди, униңға ялвуруп, тәләп қилди, ғәзәплинип яқа сиқишти вә ахирида чидимай колхоз туғинини бузуп ташлиди.

Болупму бу вақитта ялпузлиқларға наһайити қийин болди: чүнки икки узун, үч халта кочиси бар, асасән уйғурлар яшайдиған Ялпуз мәлиси чоң рус йезиси Карповкиниң бир қисми болуп аяқ тәрәпкә жайлашқан еди. Шуниң үчүнму у йәргә баридиған су чоң йеза арқилиқ өтәтти, бу йәрдә болса суни у-бу етивелип, төвәнгә задила маңғузматти.

Әйнә шу қурғақчилиқ жили болған бир вақиә задила ядимдин чиқмайду: йәрни дәссисәң тапан көйидиған вақитта Адил һошурахунов Қазан шәһиридин тәтилгә кәлди. Сабирә қиз дости, Федорниң қизи Клава билән, таш йол яқисидики ериқ иккигә бөлүнидиған көрүк йенида Әзиз акиниң оғлини көрүп қалди. У пушқиғини тизиғичә туруп, қағҗирап кәткән беғиға су маңғузуш үчүн ян ериқни етиш билән аварә еди. Сабирә қиз тәсадип учришиштин жүрәк дупулдишини бесишқа үлгүрмәйла, Клава илдам Адилниң йениға йетип бардидә, баятин Әзиз акиниң оғли әткән ериқни кәтмини билән ечип, униң туғинини йепишқа башлиди. Техичә есимда, Федорниң қизи пәқәт кәтмән биләнла әмәс, тили биләнму ишләшкә башлиған еди – униң тили лазидәк аччиқ, пичақтәк иштик еди.

– Һә, зиялиға башқиларниң сүйи керәк болуп қалдиму?! Һә, сизгә су керәккән, уни башлап кәлгән бизгичу? Сизниң беғиңиз көйиватса, бизниң беғимизға ямғур йеғиветиптима? Кәчүрисиз, жигит! Бекар аварә болуп суға кирипсиз, соғ тегип қалмисун йәнә!…

Кәтмәнни чапқанда су чачирап кәтти: есимда, Әзиз акиниң оғлиниң үзигә чачириған су билән биллә кичиккинә лайму чаплишип қалди, у һеч немә болмиғандәк үзидики лайни чирайлиқ футболкисиниң йеңи билән сүртүвәтти. Сабирә қиз әгәр Әзиз акиниң оғли орнида башқа бирси болған тәғдирдә, әлвәттә, достини қоллап-қувәтлигән, кәтмини билән Клавиға ярдәмлишип, туғанни ечишип бәргән вә жигиткә лайиқ сөз қилған болар еди. Бу йәрдә болса қаққан қозуқтәк кетипла қалди: номустин йәнә қандақтур бир нәрсидин тили кекәчтәк сөзгә кәлмиди, шундақ болсиму бу учришиш Сабирә қизға йеқимлиқ, шундақла қандақту тәшвишлик билингән еди…

Әзиз акиниң оғли болса жирақтики әжайип гөзәл шәһәр Қазанда илим-пән йеңилиқлиридин тәлим еливатқан рабфак студентиға хас өз қәдир-қиммитини сақлашни билди: у сипайә, сәвир-тақәтлик, кам сөз еди.

– Қизларниң өзини мундақ тутуши яхши әмәс, — деди у несиһәт аһаңида вә кетип берип, ғәмкин қошуп қойди: йәнә келип комсомолка қизларға мундақ шалақлиқ задила яримайду, — у йәнә кәйнигә бурилип, қисқичила: уялсаңларчу! – деди.

Сабирә қизға Әзиз акиниң оғлини Ялпузда йәнә икки қетим көрүшкә тоғра кәлди.

Бир жилдин кейинки тәтилдә у динға қарши мавзу бойичә әҗайип тәсирлик сөһбәт өткәзди. Бу сөһбәт кочида, колхоз амбириниң алдидики чимәнликтә уюштурулған еди. Хелә көп адәм — қизлар билән жигитләрниң һәммиси дегидәк жиғилди. Тоғра яшларниң бу соруниға тәтүр шамал елип кәлгәндәк бекарчи қерилардин икки-үчиму қатнашқан еди, уларниң арисида Сабирә қизниң дадисиму бар еди.

Әзиз акиниң оғли чирайлиқ кийингән: учисида сим, бешида үстида түгмиси бар шапка, путида парусиндин тикилгән туфли, яқиси көк тонуш футболка. Футболкиси шунчилик пакиз жуюлғанки, Сабирә қиз униңда йеқинда су үчүн болған җаңҗал вақтида чачирап кәткән йепишқақ лайниң қәтричилик деғини байқалмиған еди. Рабфак студенти адәмни һәйраң қалдурғидәк сөзләрни ейтти, чоңқур мәзмунға егә натонуш сөзләр билән ибариләр униң ағзидин, худди ямғурдәк төкүләтти, у сөзгә бай еди, йеник сөзләтти, униңға нутуқ сөзләш қизларниң оқ таш оюнидәкла асан еди. Алтә синиплиқ мәлуматқа егә қиз рабфак студентиниң нутқидики көплигән сөзләргә чүшәнмиди, шундақтиму, униң сөзиниң маһийитини уқти, аян болдики, ислам дини, худди христиан диниға охшаш, хәлиққә чоң зиян йәткүзәрмиш. Умумән дин хәлиқ үчүн зәһәрлик эпийүн емиш. Әпийүн болғанда ялғуз бир милләт үчүнла әмәс, һәм Ялпузда истиқамәт қилидиған уйғурлар үчүн, һәм Карповкиниң бир четигә жайлашқан Кучугуровкида яшайдиған қирғизлар үчүн, һәм Карповкиниң қалған чоң қисмида орунлашқан руслар үчүн охшашла зәһәрлик әпийүн емиш. Дин һәм қара тәнликләр, һәм ақ вә сериқ тәнликләр үчүн дилни зәһәрләйдиған оға емиш.

Олтарғанлар студентниң сөзлирида путақ чиқиришқа башлиди.

– Әпийүн у зәһәрликму? – дәп сориди Бөртмә көз Баратжан, — Ундақ болса немә үчүн бизниң Иссиқ-көл яқисидики һәр бир колхоз, һәр бир бригадида онлап, йүзләп гектар йәрдә әпийүн өстүрүлиду?

– Оғлум, бизгә охшаш саватсиз надан адәмләрниң чүшинивелишиға ярдәм қилғина, – дәп сөзгә арилашти дадамму. – Җавап бәргинә: адәмләрниң қурғақчилиқни йеңиши мүмкинму? – У соалиниң җававини күтмәйла давам қилди: — Сизгә, билимлик адәмгә, қандақлиғини билмәймән, маңа мүмкиндәк көрүниду. һелиқи қурғақчилик болған жили Данахан аниниң аллаға илтиҗа қилип ямғур яққузғинини өз көзимиз билән көрүп, қулақ билән аңлидуқ, қизиқ вақиә, ким ялған дәйду? Қандақ қилип дәмсиза? Наһайити аддийла. Данахан ана беғиға чиқип, егизирәк йәргә көтирилдидә, икки қолини егиз көтирип, худайимға муражиәт қилишқа башлиди: һәй, яратқан егәм, қурғақчилик адәмләрни қийнавәтти, гиялар қуруп, дәрәқлар солашти, мевиләр қуриди, бизму қуриватимиз, бәндилириңгә рәһим қилип ямғур әта қил, пәрвәрдигарим… Мән Данахан анидин анчә жирақ әмәс йәрдә тураттим. Униң илтижалириниң һәммисини өз қулиғим билән аңлидим вә силәргә өз петичә йәткүзиватимән… Немишкә дәмсиза? Мана, силәр худа йоқ дәйсиләр, ундақ болса немә үчүн мениң қейинанам, мону қизниң момиси, дадам мени ишарә қилди, Данахан аниниң Аллаға қилған илтижасидин кейин ямғур худди челәктин қуйғандәк йеғишқа башлиди. Немә үчүн? Әгәр худа йоқ болса ундақ болаттиму?

– У чағда биз бу илтипат туюқсиз нәдин кәлди, дәп ойлаптикәнмиз. Әнди айдиң болди, Алла-тааланиң илтипатидин ямғур йеғип, қурғақчилиқтин қутулған екәнмиздә,– дәп отқа май қойди Бөртмә көз.

Сабирә қиз Данахан аниниң илтиҗаси тоғрилиқ һекайиниң баштин­аяқ тоқуп чиқирилғанлиғиға қилчиликму гуман қилматти: дадиси хилму-хил вақиә-һекайиларни тоқуп чиқирип, бәзидә униңға өзиму ишинип қалатти. Дадамниң сөзи олтарғанларни күлкигә көмди. Сабирә қизниң чеһрисидиму иллиқ тәбәссүм пәйда болди. У башқиларниң нәзәрини өзигә җәлип қиливалмаслиғи үчүн мейиғида күлди. Болупму Бөртмә көзниң шетиллик билән ейтқан сөзлири һелиму ядида. У Данахан аниниң қачанду ялпузлуқларниң бешиға күн чүшкән вақитта қутқазғучи Аллани издәп аварә болмаслиғи үчүн Ялпузда, йәнә келип топ-тоғра Караван кочисида орунлишишини илтимас қилип Аллаға илтиҗа қилишини тәклип қилди. Бу чақ-чақтин Әзиз акиниң оғлиму күлүшкә мәжбур болди, лекин у күлгәндәк қилсиму, чирайида кәскинлик, жиддийликни сақлап қалди.

Шу жили язда Сабирә қиз рабфак студентини китап дукинида учратти – жигит диққәт билән китапни варақлиған һалда, униңға биқиничә туратти. Сабирә қиз дуканчидин аста, йерим аһаңда дегидәк бир қута сия сориди, бәри бир Әзиз акиниң оғли униң авазини аңлап, қизға қариди. Бу қараш қанчилик давам қилдикин? Бир-икки секундтин көп әмәс, лекин шу бир дәқиқә қизниң қәлбидә муһәббәт чириғини йеқишқа йетәрлик болди. Қиз ойлиди: бу чирақ мәңгү янамду яки һаят боранлири уни өчириветәмду?!

Колхоз амбири алдидики чимәнликтики жиғин билән китап дукинидики учришиш кейин болған еди, у чағда Федорниң қизи Клава билән улар бузулған туған йенида суни күзәткәч, йүз бәргән вақиә тоғрилиқ сөзлишип олтиратти.

– Билимән, ашиқ болуп қалдиң! – дәп күлди Федорниң қизи дости үстидин. У йәнә күлкә арилаш тәкрарлиди: мени қарғу дәмсән? Уни көрүп есиңни йоқитип қойдуң. Профессорға көйүп қалдиңдә! Хаталишисән – у сениң хилиң әмәс!

Лекин, һәҗәп, немишкә самолет чүшигә кириду?

Шу йәргә кәлгәндә бирдин униң хатириси үзүлди – Сабирә һәдә орундуққа олтарди, қолини көксигә қоюп, гәрчә йенида һеч ким болмисиму, үн қатти:

– Җүҗә!

 

3

Жүрәк адәм тениниң қайси қисмиға жайлашқан?

Бу һәқтә Сабирә һәдидин сорисаң, еһтимал, буниңдин он-он икки жил илгири жавап берәлмигәнму болар еди. Әгәр у шу кәмгичә һәқиқәтәнму өз жүригиниң соқушини бирәр қетимму тиңшап көрмигән турса бу соалға җавап берәрмәслигиму мүмкинғу? Сабирә һәдә һесаплап бақти: һәқиқәтәнму у буниңдин он икки жил авал оғли Адилҗан университетиниң тарих факультетиға емтиһан тапшуруп ғулап кәткән күни жүрәк соқушини дәсләпки қетим сәзгән еди. Ахирқи емтиһанниң һарписида, тарихтин емтиһан бериш алдида һеч қандақ қорқунуч сезилмәтти, чүнки оғли алдинқилирини яхши баһаға тапшурған. Амәт қуши башқа қонғандәк туюлатти. Лекин амәт қуши қолдин кәтти! Оғлиниң ейтишичә, у билетқа толуқ жавап бәргән болсиму, қошумчә, соалларда путлишип кәткән. Емтиһан алғучи бир қатар тарихий вақиәләрниң йүз бәргән жиллирини сориған – Адилҗан уларниң йүз бәргән жили вә айлирини ейтип берип, күнлиригә кәлгәндә дудуқлап қалған. Йәнә соал берилгән, бу қетимдиму һодуқуш йүз бәргән. Салапәтлик емтиһан алғучи доцент йәнә шу чағда дәптәргә бир қур нәзәр ташлап, муһим бир жиғин қатнашқучилириниң тәркивини ейтип беришни сориған. Адилжан икки-үч кишиниң исмини атиған – қалғанлирини әскә алалмиған. Йәнә соал берилгән. Бу қетим башқа бир мәҗлисниң тәркиви һәққидә. Буниңдиму бәхит қуши Адилҗандин қачқан. У биринчи икки соалдин кейин яхши баһадин үмүт үзгән болсиму, үчинчи, төртинчи соалдин кейин көңли ғәш болушқа башлиған. Емтиһан алғучи болса йенидикиләр билән мәслиһәтлишип, униңға "2" баһа берип, пүтүнләй ғулитивәткән. Адилҗан илим-пәндә ушшақ, әрзимәс нәрсиләрниң болмайдиғанлиғини унтуп, вақиәләрниң болған күнлиригә, адәмләр исимлириға етивар бәрмигәнлиги үчүн өзини қайиған. һелиму ядида, Сабирә һәдиниң қәлбидә доцентлар вә башқа емтиһан алғучиларға нисбәтән қандақту бир өчмәнлик пәйда болған еди: әрзимәс нәрсә үчүн оғлини ғулитивәтти. У тарихни яхши үгәнгәнди, кечә-күндүзләп китаптин баш көтәрмигәнди, қанчә дәптәрни хатирә йезип толтурған еди! Ана оғлиниң емтиһанға тәйярлиқлирини диққәт билән күзитип барған еди. Мана, бүгүн униң қәлбидә қаттиқ рәнжиш пәйда болди, Лекин у бу һәқтә йә оғлиниң, йә ериниң алдида бир еғизму тил қатмиди. Адилжан өзини “қурванлар” қатариға қошмиса қандақму үн чиқарсун?

– Мән у жиғинлар билән қурултайларниң болған вақтини минутлириғичә, уларниң асасий қатнашқучилириниң исимлиринила әмәс, һәтта уларға хизмәт қилған катиплар, машинисткилардин тартип ашпәзлиригичә толуқ үгинип чиқимән, — деди Адилжан өзиниң кәлгүси планлири һәққидә ортақлишип, лекин униң бу сөзләрни йә жиддий, йә чақ-чақ арилаш ейтқинини билгили болматти, униң қәлбидә оқушқа чүшәлмигини үчүн роһий чүшкүнлүк сезилмәтти.

У буниңдин кейин қилидиған ишларни ойлап, чоңқур хиялға патқан: бу жилниң күз вә қиш айлирида, шундақла келәр жилниң баһарида Туғлуқ Садировниң миллий ашханисида ишләп, аз-тола ахча тапиду, емтиһан башланғичә қалған икки айда болса Иссиқкөл бойида, жәнубий қирғақта һазирчә йә шәһәргә, йә қәлгәнлигини пәриқ қилғили болмайдиған қедимий әҗдатларниң қараргаһини қезип ечип, алимларни таң қалдурған Дудкинниң экспедициясидә болиду. Дудкинниң экспедицияси – бу тоғрилиқ Сабирә һәдә оғлидин көплигән яхши гәпләрни аңлиған, бу ениқ. Адилжанниң Туғлуқ Садировта ишләшни қарар қилғанлиғи анини бир аз ойға салди: Немишкә? Садировта, йеқин хошна һосманда әмәс? Уму Садировтәкла ашпәзғу, ара хошна болғанлиқтин шәрәт қилса жүгрәп чиқиду, һаҗәт чағда ярдәм қилиштинму қачмайду? Адилжан анисини хатирҗәм қилишқа тиришти: Туғлуқ Садиров һосманға пүтүнләй охшимайду. Немишкә дәмсиз? Сәвәви, униңға қедимий уйғур әдәбиятиниң әң яхши қолязмилири топланған, униң үстигә Садиров Йүсүп Баласағун иҗадийитиниң вә Махмут ŽҚәшқәрий илмий мирасиниң әң яхши биләрмини. Туғлуқ Садиров ана тилниң назуқ хисләтлирини яхши өзләштүргән, техи йеқиндила Алмутида униң иккинчи шеирлар топлими йоруқ көрди. Адилжан рус тилида шеир язатти, униңға һәм рус, һәм ана тилида ижат қилиш керәк. Оғлиниң сөзлири ана қәлбидики тәшвишни түгәтти. Әнди униң емтиһанда ғулап кетиши һеч қандақ қайғуруп кәткидәк вақиә болмай қалди, Сабирә һәдә, еһтимал, шу чағда оғлиниң сөзлирини аңлап, ойлап қалди: Адилжан ялпузлиқ Әзиз акиниң оғли Адилниң изини бесип кәлмәктә, дадисиму уни яхши көргәнликтин оғлиға униң исмини арзулап қойған. Һә, һә, оғлиға нәқ мошу исимни қоюшни аялиниң наһайити арзу қилидиғанлиғини, лекин униң бу һәқтә ериға ейтишқа задила петиналмиғанлиғини сәзмигән Тохтәмниң өзи қойған. һазирму ядида, сөһбәт ахирлашқандин кейин Адилҗан анисиға өзиниң йеңи язған шеирини оқуп бәргән еди. Шеир рус тилида яңриғачқа, Сабирә һәдә униң мәзмунини анчивала чүшинип кәтмиди. Шеирда мундақ мисралар бар еди: Шлагбаум оғлиға биллиард тайиғидәк көрүнгән, таяқниң үчидики ай-биллиард шари, асман болса биллиард үстили…

У шеирни алаһидә көңүл қоюп тиңшиди, бәрибир, немишкиду чүшинисиз. Лекин у хиялидин кәчүрди: оғли–шаир. Жуқури мәлумати билән адәмләргә йеқимлиқ шеирларни иҗат қилиду:

– Шеирлириң, балам, еһтимал, яхшидур, лекин мән уни дегәндәк чүшинип кетәлмидим, – қәлбән иқрар қилди ана.

– Муһәррир, тәһрирму шундақ дәйду… Мениң кружоққа йезилип, үгинишим лазимлиғи вә шуниңдин кейинла қолға қәләм елип, шеир йезишқа киришишим һажәтлиги тоғрилиқ мәслиһәт бәрди…

– Сән немә дедиң?

– Мән үгинишкә қарши әмәс, — деди Адилҗан күлүп, — лекин шеир йезиш үчүнла кружоққа қатнишимәнму?

Сабирә һәдә өзичә ойлиди: Кружокларға қатнашқан яхшиғу? У фабрикида бир нәччә кружокниң ишлигәнлигини әслиди. Уни тоқуш кружоги қизиқтурған еди. Уни бу кружокқа дости һосман акиниң қизи Айимхан дәвәт қилған. Чүнки һосман акиниң қизи мәзкур кружокта үгинәтти, Сабирә һәдә болса униңға қатнашматти. һосман акиниң қизи иккинчи кәсипни егилиди вә һазир пенсиягә чиқип, Приоезрьдики кичиккинә шәһәрчидә, қизиниңкидә һәр хил иссиқ кийимләрни: кофта, баш кийим, пайпақ, шарфиларни тоқуп, пенсия пулиға қошумчә ахча тапмақта. Әгәр у шу вақитта достиниң сөзигә кирип, тоқуш кәспини үгинивалған болса, униң дәм елишқа чиққандин кейинки һаяти бәлки башқичә болатти. Бүгүнкидәк таң сәһәрдә вә кәчтә қолиға челәк вә сүпүргә елип, коридорларда жүгәрмигән, өйидә қишта иссиқ пәчниң йенида, язда болса сайә-салқин бараңда олтирип, һәр хил жуң вә махерилардин кийимләрни тоқиған, қошумчә ахча тепип, хатиржәм һаят кәчүргән болар еди. Әпсус, ундақ болмиди… Кружокниң немә зийини бар? Немә үчүн униңға йезилмаслиқ керәк?

Аниниң бала билән сөһбити шуниң билән түгиди. Адилҗан аписи билән дадисини өйдә қалдуруп, деризә йенидин өттидә, көздин ғайип болди. Сабирә һәдә болса, һелиму ядида, қалған ишларни әқил көзидин өткүзүп, оғлиниң “чоңчилиғини” анчә яқтурмиди: һәқиқәтәнму немишкә кружокқа қатнашмаслиқ керәк? Йезилип, қатнашса, артуқ әқил зиян қилаттиму? Пәмигә һәм қәлбигә нур қуюлуп, йетилип, вақит өтүши билән Туғлуқ Садировтәк шаир болуп тонулмасмеди?

Аридин бир-икки минут өтә-өтмәй деризә йенида кимниңду бириниң аяқ тивиши аңланди, һазирму ядида, “Адилҗан, – дәп ойлиди Сабирә һәдә,– алдириғинида бир нәрсини унтуп қалған охшайду…”

Лекин униң ойлиғинидәк болмиди, кимду-бири ишикни чәктидә, аридин дәқиқә өтмәй, өйгә яшанган бир аял кирип кәлди. Аял тәсадипи кирип кәлгинигә әпу сорап, андин үн қатти:

– Әссалам, мән ғәмсизләндүрүш агенти–ғәмсизләндүрүш хадими болимән, өзәңларни ғәмсизләндүрүшни халамсиләр?

Сабирә һәдә һәйран болди: қандақ күч бу аялни йәкшәнбә–дәм елиш күни бу йәргә һайдап кәлди? Униң еғир сумкини көтирип өйму-өй киришигә немә мәжбур қилди?

– Яқ, халимаймиз, — дәп җавап бәрди Сабирә һәдә.

– Яхширақ ойлинип беқиңлар, мән силәрни алдиратмаймән, йеқинлириңлар билән мәслиһәтлишип беқиңлар, — аял Закир акиниң оғлини ишарә қилди. Натонуш аял авазини аңлиған Тохтәм ака ичкәрки өйдин чиқип кәлди.

– Бу яқ, — деди Сабирә һәдә, — һәр еһтималға қарши бала­қазалардин сақлинишимиз үчүн ғәмсизлинишимизни тәклип қиливатиду.

– Немә кериги баркентаң? — бепәрвалиқ билән җавап бәрди Закир акиниң оғли.

– Наһайити пайдилиқ, — дәп ялвурди аял һарған путлирини йөткәп. Сабирә һәдә аялға қийин болуватқанлиғини сезип, уни олтиришқа тәклип қилди. Аял разилиқ билән орундуққа олтирип, қошумчә қилди: бу иш һәм силәргә, һәм дөләткә пайдилиқ.

Сабирә һәдә ғәмсизләндүрүш тоғрилиқ илгириму аңлиған, лекин униң хадими билән җиддий учришиватқини биринчи қетим. Ғәмсизләндүрүш хадиминиң ағзи бесилматти, униң һәр бир сөзи адәмдә қандақтур ишәнч пәйда қилатти. Сабирә һәдә бу сөзләрни аңлап, хелә юмшап қалғандәк болди. Демисиму бала-қаза дегән қаш-кирпикниң арисидиғу. Ким билиду, әтила йолда кетиветип, путини сундириваламду яки башқа келишмәсликләргә дучар боламду?

Агент аял үстәлгә олтарди, еғир сумкисини аяқлири арисиға қойди, ичидин қәғәзләр чиқип турған йәнә бир йеник сумкисини үстәл үстигә алди, әйнә шу чағда, Сабирә һәдиниң һелиму ядида, пенсия йешидики бу аял Федорниң қизиға охшаш калпук, үз, қаш-кирпик бояйдиған помада, бояқ қериндашларни сетип жүрәмдикинә? – дәп ойлиған еди. Сабирә һәдә яш вақтида ундақ нәрсиләрдин пайдилинишни өзи үчүн номуслуқ иш дәп һесаплайдиған. Мана, агент аял сумкидин помада, бояқларни әмәс, адәттики қәғәз, қәләмни чиқирип, йезишқа тәрәддут қилди. Дәсләп агент аял бу ишниң маһийити һәққидә азирақ чүшәнчә бәрди: ғәмсизләндүргүчиләр йәни әр-аял Пазиловлар һазир алдин-ала азирақ болсиму ахча төлиши керәк, шундақ қилғанда, кейин бирәр келишмәслик йүз бәргән тәғдирдә, дөләт уларға ярдәм қилип, төлигән бир соми үчүн йүз сом, йүз соми үчүн болса миңлиған сом қайтуриду — ғәмсизләндурушниң әвзәллиги мана шуниңда. Агент аял ишни алди билән өйдики бисат-мүлүкни ғәмсизләндүрүштин башлимақчи болди – әр-аял бир-биригә қаришип, көзлири арқилиқ келишкәндин кейин разилиқ бәрди.

Хәлиқтә: “гадай болсаң, көчүп бақ” – дегән тәмсил бар. Аилә дегәндә бир қаримаққа көзгә челиқмиғини билән көп нәрсиләр болиду вә улар давамлиқ көпийиду. Мана, орундуқ, үстәл, шкафлар… – улар кимгиду әрзимәс нәрсә болғини билән, уларни маңлай тәр төкүп тапқан ахчиға сетивалған адәм үчүн бу жиһазлар аилиниң берикити, күндилик турмушниң капалити. Сарай өйниң темиға бир кәлгән йоған чирайлиқ гиләм, далан өйдики кичигирәк гиләм, кона модида ясалған әйниги бар гүллүк шкаф, үсти валилдап туридиған “Латвия” радиоси вә башқа көплигән мулукләр Сабирә һәдиниң Закир акиниң оғли Тохтәм Пазилов билән оттуз жилға йеқин вақит давамида жиққан байлиғи. Уларниң қандақтур бир дүшмәнлик яки келишмәсликтин пәйда болған оттин көйүп күлгә айлинишини ойлашниң өзила бир дәһшәт. һелиму ядида, Сабирә һәдә ғәмсизләндүрүш вәкилигә тегишлиқ нәрсиләрниң тизимини бир-бирләп атап, “һә, биздиму хелә нәрсиләр баркән дәп хошал болған”, агент аял һәммини йезип түгитип, ғәмсизләндүрүлгәнлиги тоғрилиқ гуванамини бәргәндин кейин Сабирә һәдә пүтүнләй дегидәк йениклишип қалған.

Аял агент сумкисидин йәнә бир варақ қәғәз чиқарди.

– Мүлүк-бисатиңларни ғәмсизләндүрдуқ, – деди аял хуш кәйпиятта, — әнди өзәңларни ғәмсизләндүрсәңлар техиму яхши болиду.

– Немидин?

– Тоғра соал қойдиңиз, — махтиди агент аял… – Җавап берәй. Бәхитсизлик әһваллардин.

Шуниңдин кейин аял қәғәзгә қарап, һәр бир адәмдә садир болуши мүмкин болған бәхитсизлик, келишмәсликләр-зәһәрлиниш, яридар болуш, пут-қолини сундиривелиш, көйдүрүвелиш охшаш адәм нака болуп қалидиған көплигән дәһшәтлик һадисиләрни бир-бирләп санашқа башлиди, ағриқханиға чүшүп қалғанда дохтурлар тәрипидин әмәлгә ашурилидиған адәм организмниң һәр хил қисимлирини, мәсилән, көз, өпкә, беғир, тил, ашқазанниң бир бөлигини елип ташлаш кәби палакәтлик бәхитсизликләрни қоймай атиди. У бу бәхитсизлик әһвалларни бир-бирләп атаркән, өй егилириниң көзлиригә диққәт билән қаратти. Әр-аял агент аялниң сөзини бөлмиди, лекин өзлирини йеқинки әллик жил ичидә һеч қандақ кесәллик тәһдит салалмайдиған саламәтлиги әң яхши адәмләрдәк тутти вә аял агент адәм саламәтлигигә дүшмән болидиған барлиқ яманлиқларни санап чиқип “өзәңларни ғәмсизләндүрүшни халимайватқанлиғиңларни көриватимән” дегән сөзләр билән жимиғандин кейин, баятин чәттә җим турған Тохтәм қәтъий һалда ейтти:

– Халимаймиз.

– Буниң бизгә һаҗити йоқ – ерини қувәтлиди Сабирә һәдә.

– Бекар қилдиңлар, — деди уларни көндирәлмигинигә әпсусланған агент аял вә бир аз сүкүттин кейин давам қилди:

– Һәтта төмүрниңму сунидиған вақти болиду, адәм дегән төмүр әмәсқу, яғачму әмәс.

– Адәм дегән адәм, — хуш яқмай тәкитлиди Тохтәм.

– Күнләрниң биридә өмүр саати “чик!” қилип тохтайду – адәмму йоқ, вәссалам. Әтигән яки кәч һәр бир адәм билән шундақ болуши мүмкин.

– Һә, өлүмниң — сакратқа чүшкән пәйтниң яхши болуши мүмкинму? – Сабирә һәдә агент аялниң сөзигә қизиқтиму яки һәйран болдиму, аял гепини бөлди.

– Кәчүрүңлар – көп сөзләп кәттим. Таңдин шамғичә қораму-қора, өйму-өй пай­петәк болуп жүргәчкиму, маңа ақ қаридин, қара ақтин башлинидиғандәк билиниду. Яхширақ ойлисиңиз, ғәмсизләндүрүш пайдилиқ: адәм бу дунияға бақи әмәс, кәчүрүң, — деди аял агент арида ишәнчини йоқитип қойғинидин хижаләт болғандәк қияпәттә, — ғәмсизләндүрүлгән адәм өлүп қалған тәғдирдә һөкүмәттин алидиғини туққанлири билән йеқинлириға қалиду, яманни ойлимай, яхшилиқ йоқ… Мундақму әһваллар болған… Лекин биздә әмәс, чәт әлләрдә, капиталистик мәмликәтләрдә… Уларниң әхлақи, өзиңиз билисиз, биздикигә охшаш әмәс, начар, — давам қилди аял, — у йәрләрдә қәстән ғәмсизләндүрилидиғанларму бар… Улар өзини ховупсизландүрүп қоюп, андин мәжбурий нака болиду вә ахчини төләшни тәләп қилиду… һәтта ахчини дәп балилири яки йеқинлириға қалдуруш үчүн әжилидин бурун өлүвалидиғанларму учрайду… Лекин бу биздә әмәс, йәнә қайтилап ейтимәнки, мундақ әһваллар капиталистик мәмликәтләрдә көп учрайду, биздә, худаға шүкри, әхлақ ундақ әмәс, биздә һеч ким өз саламәтлигигә өзи қәст қилмайду, униң үстигә ғәмсизләндүрүш үчүн һеч ким өз һаятиға қәст қилмайду…

– Немиләрни дәватисиз? – Ериниң тақити түгәп сөзгә арилашқини Сабирә һәдиниң ядидин чиқмиған, лекин у тиртәклик қилмай, силиғирақ сөзлиди вә гәпниң жававини күтмәйла вәс-вәсигә чүшкән һалда, деризә йениға қоюлған, үстигә қара-қоңур рәхт йепилған, өзиниң конилиғиға бағлиқ Сабирә һәдә тәрипидин ғәмсизләндүрүш гуванамисиниң әң ахирида дегидәк тизимланған диванға келип олтарди.

– Ғоҗайинға, көрүватимән, яқмайватиду, әсәби өрләватиду, — деди агент аял роһи чүшкән һалда, өйгә дәсләп киргән вақтидикидәк еғирлиғини бир путидин иккинчисигә йөткәп.

– Балиларниң дадисиниң хуш яқмиған сөзләргә аллергияси бар, — деди Сабирә һәдә, Федорниң қизиниң яхши көридиған ибарилиридин бирини әсләп, у мундақ сөзләрни көп ейтидиған, мону аллергия сөзини болса бир күни униң өз ағзидин аңлиған, бир қетим у шундақ дегән еди: “Мени тола үгәтмә, Сабирә, сениң вәзилириңдин мениңда аллергия пәйда болиду!”

– Кәчүрүветиң, мән бу сөзни пүтүнләй яхши нийәтни көздә тутқан һалда ейтқан едим, мән бизниң әхлақимиз тоғрилиқ һеч қандақ яман гәп қилмидим. Әгәр бир немә дәп қойған болсам, у пәқәт улар һәққидә чәт әлликләр һәққидә, — дәп йелинғандәк қилди аял агент, у өйдин чиқишқа тәйярлинип, бир қәдәм ташлидидә, лекин бирдин тохтап, деди: Есимдин пүтүнләй чиқип кетипту… Силәрдә таракан барму? Әгәр болса, мениңдә уларни йоқитидиған дора бар, – у қолидики еғир сумкини ишарә қилди, — һәр еһтималға қарши көтирип жүрүватимән… Анчә қиммәт әмәс, бирлиригә әсқетип қалар…

– Яқ, биздә таракан йоқ, — деди Сабирә һәдә.

– Немини дәватиду? – дәп сориди балиларниң дадиси улар ялғуз қалғандин кейин.

– Таракан тоғрилиқ, — деди Сабирә һәдә, лекин у ериниң көзлиридин тиңирқашни байқиди – уларниң өйидә таракан болмиғандин кейин, у бу тоғрилиқ нәдин билсун? Сабирә һәдә бу йеқимсиз һашарәт тоғрилиқ цехтики коммунал өйләрдә туридиған достлиридин пат-пат аңлайдиған, өзиму қиз вақтида ятақханида турған вақтида уларни көргән, мана һазир ериниң таракан дегән сөзни аңлиғанда тиңирқап қеливатқанлиғини көрүп, униң сәл болсиму “көзини ечип қоюшни лайиқ көрди”.

– Ғәмсизләндүрүшдин тараканға өтүптидә! – күлди Закир акиниң оғли, адәмниң көңлини ғәш қилип сәскәндүридиған зиянлиқ һашарәт һәққидә аялниң қисқичә “лекциясини” аңлап.

– Мәнму өзәмчә униң сумкисида немә баркен? – дәп баш қатуруп, пал ечип туруптимән. Сумкидики таракан өлтиридиған оға екән! – дәп күлди Сабирә һәдиму.

– Бәлки улардинму ховупсизландурған болсаң яхши болатти?!

– Немиси бар? Болатти!

– Тараканлар!

– Ғәмсизләндүрүш агенти!

Улар бир дәм күлүшти, растини ейтқанда, адәм балисиға күлүш керәкқу.

Күлкиниң ахири–жиға дегәндәк, бир дәмдила Сабирә һәдиниң мәйдисидә санчиқ пәйда болди, у гоя жиңнә санчиғандәк бир нәччә қетим тәкрарланди… Сабирә һәдә аста берип диванға олтардидә, алиқини билән көксини тутуп, һошини йоқатқандәк жим болуп қалди.

– Һой, саңа немә болди? — һелиму ядимда балиларниң дадиси бирдин жиддийлишип сориди:

– Билмәймән, бир қисмила болуп кетиватимәнғу… Бир нәрсә чоқилиғандәк қиливатиду…

Таш пақиниң хиялиғиму кирип чиқматти. Униңдин кейин иш техиму күлкилик болуп чиқти. Таҗихан қандақ телефон беришни пүтүнләй уқмайдикән. Закир акиниң оғли болса телефон беришни биләтти, лекин у һазир қораларни иккигә бөлүп турған қаша тамдин атлап чүшкидәк әһвалда әмәс. Таш пақиниң һойлисиға кириш үчүн кочиларни айлинип келишкә тоғра келәтти. Әгәр Закир ака оғлиниң бешиға кочида кетиватқан натонуш адәмни ярдәмгә чақириш тоғрилиқ ой кәлмигән болса, телефон қилип “тез ярдәм” чақиришниң йәнә қанчилик вақитқа созулидиғанлиғи намәлум еди! Шундақ қилип, “тез ярдәм” кәлгичә Сабирә һәдиму хелә яхши болуп қалди. Дохтурлар кәлгәндә, у өйдә меңип жүрәтти. Җүҗиниң чоқилиши зериктүрдиму яки униң қосиғи тойдиму, яки териқ түгәп қалдиму, әйтәвир беарам қилиш пәслигән. Дохтурлар Сабирә һәдини қандақтур симлар, шнурлар вә аппаратлар ярдими билән синчилап тәкшүрәп, “һә, һәқиқәтәнму териқ түгигәнликтин җүҗиниң чоқилиши тохтапту” дегән хуласиға кәлди. Лекин, дейишти улар, жүжә күтмигән бир вақитта йәнә пәйда болуши мүмкин, буни бемар унтуп қалмаслиғи керәк. Сабирә һәдә, яшанған, чуғи кичик, авази интайин мулайим, өзини Валентина Густавовна Гусева дәп тонуштурған дохтур аялниң илтимаси бойичә ағриштин илгири болған ишлар тоғрилиқ тәпсилий сөзләп бәрди... У дәсләп оғли Адилҗан билән сөһбәтләшкән, сөһбәтниң бешида һәсрәт вә қәлб күчиниң аҗизлиғидин һөкүрәп жиғлимақчи болған, лекин өзини тутувалған, униңдин кейин қайғу бирдин шатлиқ туйғулири билән алмашқан, амма у бу кичиккинә хошаллиқниму ичигә сиңиришкә тиришқан, кейин ғәмсизләндүрүш агенти чиқип кәткәндин кейин қаттиқ күлгән, бирсиниң кәйнидин күлүш, әлвәттә, яхши әмәс, лекин у азирақ болсиму ғәмдин қутулуш үчүн өз хаһишиға қарши һалда, яман нийәтсиз күлгән.

– Күлгиңиз наһайити яхши бопту, меһриваним, — деди дохтур аял Сабирә һәдини бар вужуди билән көңүл қоюп тиңшиғандин кейин аран аңланғидәк сипайә аһаңда, – худайим сизниң тениңизгә қувәт бәрсун!

Дохтурниң сөзи уни тамамән һәйран қалдурғанлиғи есида.

Дохтур аял Валентина Густавовна Гусева бир дәқиқә җим турғандин кейин Сабирә һәдә хатириси яхши болсиму задила әсләп қалалмиған, жүрәккә зиянлиқ… шу кәмгичә аңлимиған қандақтур бир чәт әл сөзини атиған.

– Демәк, соал үчүн әпу қилиң, — дәп мураҗиәт қилди Сабирә һәдә, — әгәр жиғлиғум кәлсә, жиғлисам боламду?

– Әлвәттә, меһриваним, болиду.

– Күлкиси кәлгәндә күлүшкиму болиду дәң?

– Немишкә болмисун, болиду, меһриваним, — деди Валентина Густавовна Гусева, — адәм өзини тәбиий тутқандила жүрәккә хатирҗәмлик беғишлайду.

Валентина Густавовна Гусева Сабирә һәдигә дориларни йезип бәрди, кечикмәй өзиниң дохтуриға көрүнүшини буйриди, тизимға елинип қоюш зөрүрлигини ейтти, у йәнә көплигән пайдилиқ мәслиһәтләрни бәрди. Сабирә һәдә гәрчә ейтилғанларниң һәммисини қилишқа тегишлик болмисиму, дохтурниң мәслиһәтлирини унтумасқа тиришти. Мана, мәсилән, мону мәслиһәт: жүрәк ағришқа башлиғанда алла-калла дәп ваң-чуң көтәрмәй, хатирҗәмлиқни сақлаш керәк. Дорини ичкәндин кейин пәқәт яхшилиқ тоғрилиқ ойлаш лазим. Дора ичишқу чүшинишлик, адәм өзини пәқәт яхшилиқ тоғрилиқ ойлашқа мәҗбур қилғанда, пат-пат, әксичә әһваллар йүз бериду: есиңға көңүллүк әһвалларни кәлтүрәй дәп қанчә тиришсаңму, мейәңгә пәқәт жүрәккила әмәс, бәлки роһиңғиму азар беридиған һәр хил яман ой-хияллар киривалидудә, улардин асанлиқчә қутулмайсән. Яки мону мисални алайли: еһтимал, баш һәрип “ә” яки “и” билән башлинидиған чәт әл сөзини көңүлгә анчә алмаслиқ керәк, — бәзидә шунчилик күлгиң келиду, қарисаң йениңда өзи хапа, чирайидин рәнҗиш байқилип турған адәмләр – күлсәң, сени сараң дейишиду. Бәзидә мундақму болиду: әтрапиңдикиләрниң һәммиси хошал кәйпиятта, сениң болса өпкәңни басалмай жиғлиғуң келиду, жиғлап бақ, жиғлисаң башқиларниң кәйпиятини бузисән…

Дохтур кәтти. Әр-аял Пазиловлар – Немәт акиниң қизи Сабирә билән Закир акиниң оғли Тохтәм иккиси тәнһа қелип, бир аз җим олтиришти.

Аридики сүкүнатни Закир акиниң оғли бузди:

– Әнди өзәңни қандағирақ һис қиливатисән? Җүҗиниң териқ чоқуп йейиши тохтидиму?

Шуниңдин бери жүрәк ағриса, бир сөз тәкрарлинидиған болди: җүҗә, җүҗә… Лекин униң һәр новәт пәйда болуши чоң вәһимә пәйда қилатти.

 

4

Сабирә һәдә плитиға чәйнәкни қоюп, меһманханиға кирди, шкафтин аиләвий альбомни чиқарди, альбомдин Исмайиловлар аилә әзалириниң һәммиси… бирликтә чүшкән, конирап кәткән сүрәтни алди. У ашханиға қайтип чиқип, баятин бери “мени қоювәт” дәп ялвурғандәк ғиңшиватқин бағлақлиқ пистә иштни кочиға чиқиривәтти. Ашханида болса ери шундақ яхши ухлавататтики, Сабирә һәдигә гоя у чүшидә Рошәнгүл Илахунова вә Әхмәт Шәмиевлар билән бир сорунда олтирип, Рошәнгүлниң “Каккуклар келип қапту” нахшисини тиңшаватқандәк, Әхмәт Шәмиев болса униңға “Анархан” драмисидин бирәр нахшини ейтип бериватқандәк билинип кәтти. Чүшидин мәзә, қиливатқан йолдишиниң чеһрисидә болса "һә, наһайити көңүллүк чүш!", дегән сөзләр йезилғандәк еди. Бирдин Сабирә һәдиниң ойида башқичила пикир пәйда болди: һәжәп, мән бу әр билән бир ястуққа баш қойғинимға қириқ жилға йеқин вақит болди, лекин униң бирәр қетим чүши тоғрилиқ ейтип бәргинини билмәймән. Наһатки, у чүш көрмәйду? Чүш көрмәмдекин десәм, уйқилиқ кимду бирлири билән сөзлишидиғанлиғини көп аңлаймән, у өзи билән өзи сөзләшмәйдиғанду?

У қолида саатни тутқан һалда ашханиға йенип кирди, униңдин кейин сағирип кәткән сүрәткә қарап, йәнә башқа нәрсә тоғрилиқ — Рошәнгүл Илахунова билән Әхмәт Шәмиевларниң нахшилири һәққидә ойлашқа башлиди. Униң ойи бирдин көчкән юлтуздәк “Каккуклар келип қаптудин” Әхмәт Шәмиевниң нахшисиға, нахшидин болса “Анархан” драмисиниң қәһримани – әҗайип тәғдир егиси Анарханға, Анархандин болса бирдин исми ривайәткә айланған қәһриман қиз Назугумға, Назугумдин оғли Адилҗанға вә униң ағиниси Рәхимҗанға йөткәлди. Бу ой-пикирләр, худди тамчиға тизивәткән кесәкләрдин там қопурулғандәк, аста-аста бир нуқтиға гәвдиләнди. Рәхимҗан – рәссам, оғлиниң дости, Назугумниң рәсмини сизди, униң бир нусхисини оғлиға соға қилди – шуниңдин бери бу рәсим меһманханида есиқлиқ турмақта. Сабирә һәдә һазирла бу рәсимни көрди. Еһтимал, шуниң үчүнму униң ойи Анархандин Назугумға йөткәлди: Бир күни Рәхимҗан билән муназирә қилишқан. Адилҗан соратти, Рәхимжан җавап берәтти, рәсимдики бәзи нәрсиләр Адилжанға анчә яқматти, Рәхимҗан өзиниңкини дурус һесаплатти. Рәсимдә Назугумниң пүткүл гәвдиси әкис әттүрүлгән болуп, қоллириға койза селинған еди – бир қариғанда Назугум уни зорлуқ билән аяллиққа алған кәлгинди, явуз чәт әллик һөкүмдарни һазирла өлтирип, қомучлуққа қечиш алдида тутқунға елинип, кишәнгә бәнт қилинғандәк көрүнәтти: Рәхимҗан Назугумға яндаш–дәссилип сунған икки тал қомучни ипадилигән еди. Сабирә һәдә, еһтимал, оғлумни мошу яндашлиқ қанаәтләндурмигән болса керәк, дәп ойлиди. Қомучниң чүрүк, назуклиғи Назугумниң мүҗәзигә қариму­қарши әмәсму дәп терикәтти Адилҗан, Рәхимҗан униң пикригә йә қошулған, йә қошулмиғанлиғини билдүрмәй күләтти. Адилҗан болса техиму қизип, қайнатти: қомучтәк назук характерға егә аялниң мундақ өлмәс жасарәт яритиши мүмкинму?! Рәхимҗан униңға жававән бирдә Адилҗанниң пикрини мақуллиған, бирдә мақуллимиған қияпәттә күлүмсирәпла қоятти. Рәхимҗанниң шундақ адити бар еди: у йә “һә”, йә “яқ” демәтти, пәқәт күлүмсирәпла қоятти. Униң күлүмсиришидики “һә”, “яқ” дегән ибариләр худди иссиқ суға ташланған муздәк, бир қарап, иккинчи көз жүгәрткичә ерип кетәтти вә өз қияпитини йоқитатти, Сабирә һәдиниң һелиму ядида, балилар аридики муназирә­талишишни һәл қилиш үчүн аниға мураҗиәт қилған – Сабирә һәдә болса кийимгә дәзмал салғач, уларниң сөзлиригә қизиқип, билиндүрмәй тиңшимақта. Балилар рәсимни көрситип, бу сизгә яқамду дәп сориди.

– Яқиду, — дәп қисқила жавап бәрди Сабирә һәдә. – Яхши рәсим.

– Немиси яқиду, нәри яхши? – дәп кочилашқа башлиди оғли.

– Назугум тирик адәмдәк тәсвирләнгән, униңға қарисаң, қәлбиңдә қандақтур бир мәйүслүк пәйда болиду, — деди ана.

– Мана, көрдүңму апам мәйүслүк тоғрилиқ ейтиватиду. Әмәлияттиму рәсим шундақ сизилған, — деди Адилҗан, – Назугумниң рәсмигә қариған адәм мәйүслиниш әмәс, мәғрурлиниши керәк!

Сабирә һәдә һәқиқәтәнму көзлиридин зарлиниш чиқип туридиған Назугумниң рәсмигә қарап, униңға ечинған еди. У хиялән өзини Назугумниң орниға қоюп бақти, лекин униң қилғинини қилиш асан әмәс еди. Өзи яман көргән адәмни өлтириш – бу дәһшәтлик пикирдинла у өзини қойидиған жай тапалмай қалди. Назугум гириптар болған башқа еғир қисмәтләргиму Сабирә һәдә чидалматти: әлвәттә, у патқақлиқ қомучлуқ арисида бир саатму олтиралматти, у йәрдики һәр хил явайи һайван, қурут-қоңғузларни көрүп, әқлидин адашқанму болар еди. Бир сөз билән ейтқанда, оғлиниң рәсам билән болған һәққаний талишишида униңға үзүл-кесил бир тәрәпкә ян бесиш қийин еди. Һелиму униң есида, Рәхимҗан кәткәндин кейин, рәсим тоғрилиқ сөз давам қилди. Бу қетимки гәпни һәммини унтиған һалда аниниң өзи башлиди:

– Оғлум, ейтқина, бирәр адәмгә ич ағритиш яхши әмәсму?

Адилҗан һәйран болди, лекин тәсадипи қоюлған бу соалниң маһийитигә чүшинип, ойланған һалда җавап бәрди:

– Мән ундақ демидим, апа. Мән, әгәр рәсим адәмләрдә пәхирлиниш туйғусини ойғатса яхши болатти, — дедим.

– Чүшәнмидим, — сәмимий иқрар қилди ана.

– Назугум – қәһриман аял – биз униңға ич ағритиш әмәс, бәлки униң җасаритидин пәхирлинишимиз керәк. Назугум, апа, улуғвар һиссиятларни ойғитишқа қадирдур.

– Немә, балам, сәзгү­ һиссиятларниңму жуқури-төвини боламду?

Һелиму ядида, бәргән соали оғлини сәрасимға селип қойди, у өзиниң мундақ соални қойғиниға пушайман қилип, йәнә Адилҗан тоғрилиқ ойлиди: униң чирайиға қарап, қәлбидикини биливалғили болиду, шундиму кейинки вақитларда қийин әһвалдин чиқиш йолини бир аз үгинивалди, чүнки һаятниң өзи шундақтә: бирдә иссиқ, бирдә соғ, бирдә шамалсиз, бирдә боран — һәр хил һавада бир хил кийим билән жүрүшкә болмайду! Рәхимҗан болса сәл башқичәрәк. Љзидин тәбәссүм йеғип туриду, әң муһими – у чиңирақ, униң һаят йоли һәммә чағ дағдаммекин? Уни рәсим сизиду, дейишиду. У дайим кишиләрниң диққәт нәзәридә.

Бир аздин кейин Адилҗан һәммин унтиғандәк, аписиниң мәңзигә “чоккидә” сөйүп қойди – у кичик вақтидин тартип өз һаяҗанини сөйүш билән ипадиләшни адәт қиливалған. Бу қетимму у аписиниң мәңзигә “чөккидә” сөйүп қоюп, деди:

– Яхши, с өзни йөткәйли. Мән силәргә ким болимән, апа?

Бу соал Сабирә һәдини һошидин кәткүзгили тасла қалди, лекин ана оғлиниң чеһрисидин ғәйри илҗийишни көрүп, өзини тутувалди:

– Сән немә дәватисән, балам? Әгәр чақ-чақ қиливатқан болсаң, у орунсиз болуп қалди. “Гәпни қил сиғар йәргә, суни сәп сиңар йәргә” дәйду, балам.

– Мән чақ-чақ қиливатмаймән, апа.

– Ейтип қояй, сән туғулғандин бери мениң балам, башқичә болуши мүмкин әмәс, сән башқичә ойлаватамсән?

– Рәнҗимәң, апа. Мән силәрниң оғлуңлар екәнлигимни буниңдин илгириму яхши биләттим.

– Сән мениң қосиғимда чеғиңдин башлап шохлуқ қилишни яхши көрәттиң.

– Оғлуңизни амәтлик дәп һесапламсиз? Маңа у чирай ачарму? – дәп сөзини давам қилди оғли вә күлүп туруп деди: дәватқанлиримизниң һәммиси соал-җавап оюни, халас.

Адилҗанни амәтлик дейишкә һәқиқәтәнму адәмниң тили барматти. Йеши оттуздин ашқан, аялидин аҗришип кәткән, кичиккинә бир еғиз өйдә тикәндәк ялғуз туриду, диссертация ишиниң айиғи көрүнмәйду. Тоғра, шеирийәткә қизиқиду, Йүсүп Баласағуний вә Махмут Қәшқәрий һәққидә тарихий роман йезиш үчүн издиниш билән материал жиғмақта, у әйнә шу романни йезиш арзусида тарих факультетиғиму чүшүп, униму түгәтти, униңдин кейин йәнә шу романни дәп аспирантуриниму түгәтти, диссертациясини ташлиди, у материал топлашни қачан түгитип, романни қачан язиду? Униңға бу романни йезиш несип боларму? Қолиға қәләм елип, йезишқа башлиғанларниң һәр бири дегидәк Махмут Қәшқәрий яки Йүсүп Баласағуний һәққидә йезишни арман қилишиду, немә үчүн? һәҗәп, улар үчүн башқа мавзу йоқму? Мәсилән, һинд фильмлириға охшаш мавзу тепилмамду – уларда қанчилик инсанпәрвәрлик вақиәләр гәвдиләнгән, уларни көрүп, бәзидә жиғлисаң, бәзидә раһәтлинип күлисән!… Сабирә һәдә һәптисигә бир, бәзидә икки қетим бойдақ оғлиниң өйигә йоқлап бариду вә һәммә вақит көңли су ичмәй қайтиду: оғлиниң пүткүл байлиғи – кона шкафтики вә деризә тәкчисидики китаплар, едән ялиңач, китаптин башқа һеч нәрсә йоқ! Каравәт, бир жүп костюм, икки парә шиблет, пальто, плаш, шапка вә әлвәттә, бир қучақ галстук – мана униң байлиғи – тапқан-тәргини! Адил гоя бу исимни күлкә үчүн атиғандәк: Адил — Әзиз акиниң оғли, йеши йетип өйләнди, яхши лавазим, дачиғиму егә болди. Өзигә охшаш алим аялға өйлинип, бешиға пүтмәс бала тапти! Билими болсила боламду? Қараңа аилисини, немә дегән келишмәслик! Оғлумчу? Униң әтрапида қанчилик яхши қизлар бар еди. Улар гүлни әгигән бал һәрилиридәк оғлумни әгип жүрәтти. Әгәр Адилҗан бирәсигә өз көңлидикини ейтип, муһәббәт изһар қилса, улар пәқәт келишипла қалмай, хошаллиқ билән чин жүригидин рази болатти! Адилҗан “чирақ түви қараңғу” дегәндәк, өзиниң бәхти йенидин өтүватса, уни көрмиди, ата-анисиниң разилиғисиз қандақту бир “Кепинәккә” өйләнди… Балерина дәмду, тапинида әмәс, путиниң учида маңғидәк… һә, шундақ қилип, Адилжан бағда гүл ичидә жүрүп, Кепинәккә ашиқ болуп қалди… Сабирә һәдә билән Закир акиниң оғли келини йоқ йәрдә уни шундақ Кепинәк дәп атишатти. Сабирә һәдә оғлиниң Кепинәк билән биллә туруватқанлиғини ойлисила қуйқа чачлири тик болуп кетиду, кимду бири аилидики бу шәрмәндичиликкә күлүватамдикин дәп әтрапиға мәҗбурий қарайду. У бу тоғрилиқ ойлашниму халимайду, лекин һәр қетим ихтиярий яки мәҗбурий һалда оғли һәққидә ойлиғанда униң хиялидин Кепинәк билән Адилҗанниң аиләвий һаятидики, әгәр у дозақни аилә дәп аташқа мүмкин болса, начар көрүнүшләр кино лентисидәк бир-бирләп өтүшкә башлайду. Мана бу “аиләвий һаятниң” бәзи көрүнүшлири: Адилҗан тамақ тәйярлайду, униң сөйүмлүк мәшуғи болса беши, икки қоли билән йәргә тартинип, путлирини егиз көтәргән һалда қандақтур музыкиға “уссул” ойнайду, Сабирә һәдә бу өйдики әйнә шундақ “концертни” биринчи қетим көрүп, уяттин өзини қойидиған җай тапалмай қалди, йәргә кирип кетәй десә-қаттиқ, асманға чиқип кетәй десә — жирақ.

Мана, йәнә бир вақиә. Вақиәла әмәс, ейтсаң – мәсхирә.

У шәһәр мончисида йүз бәрди… Натонуш аяллар парханидин немигиду қақахлап күлүп чиқишти. Сабирә һәдә, әлвәттә, немә болдикинә дәп қизиқти.

– Парханиға кирип беқиңлар – әжайип карамәтни көрисиләр – пәқәт қорқуп кетин һошуңлиридин кәтмәңлар! – күлишәтти хотунлар.

Дегәндәк болди: Сабирә һәдә парханиға кирип қариведи, һәқиқәтәнму супида олтарған мөҗүзини көрди: чачлири мурисигә чүшкән, үстигә махеридин тоқулған кофта, бешиға шапка-малхай кийгән аял десә-аял әмәс, адәм десә-адәм әмәс, қандақтур бир алвасти олтиратти. Аялларниң агаһландуруп қойғиниға рәхмәт, болмиса уни көргән адәм есини йоқитип, оңдисиға учуп кетиши мүмкин. һелиму ядида, Сабирә һәдә униңға қизиқип, гәп қилмақчи болған, лекин алвастиға тикилип қариғиниға тойған.

– Һәй, тонумидиңму? һеч немә көрмигәндәк, неманчә чәкчийип карайсән? – деди алвасти аял. Униң авази шунчилик тонуш едики, дәсләп Сабирә һәдә уни өзини қара басқанда аңлаватқандәк һис қилди.

– Сиз ким болисиз? Тоналмидим, – деди Сабирә һәдә.

– “Сиз ким болисиз?” дәйда, һәй, қақваш, мәнчу сениң келиниң болимән!

– Я Алла! – Сабирә һәдә ахири алвастиниң өз келини Кепинәк екәнлигини билип, яқисини тутти вә: Кимләргә охшаш кәткәнсән? – деди.

– Һә, мениң костюмам саңа яқмай қалдиму? – деди Кепинәк алвастидин ғәзәпләнгән мөшүк қияпитигә кирип. Салмақ ташлаш үчүн әң яхши костюм. Адилҗан һәр күни дегидәк ләңмән, полу қилип, мени сәмәртивәтти, маңа болса йениклик керәк – у супиға чиқтидә, икки путини узуниға ташлап, қоллирини икки тәрәпкә яйди вә қандақтур бир қушни, һәқиқитини ейтқанда, учуватқан кепинәкни әслитидиған қияпәткә кирди. Кейин орнидин ирғип туруп, деди: — Безар қилдиңлар! Тойдум! Бәс! Адилҗандинму, сән дәллидинму, асқақ қейин атамдинму зериктим! Кетимән! Аҗришимән!…

Сабирә һәдә есиға келип, парханидин етилип дегидәк ташқарқи өйгә чиқти… Немә дегән ахмақчилиқ. Мәсхирәвазлиқ. Шәрмәндичилик! Кепинәкниң зәһәрхәндә сөзлири билән қилиқлири Сабирә һәдигә бәкму еғир кәлди. У бу вақиәдин кейин өйигә келип, таң атқичә Кепинәкни қағап, шуниң билән биллә оғлини вә өзини жемиләп, худди һинд фильмлирини көргән вақтидикидәк жиғлап чиқти. Тоғра, аридин көп вақит өтмәй, Адилҗан билән Кепинәк мәңгүлүккә аҗрашти. Оғли кичиккинә өйдә тәнһа қалди. Кепинәк болса аилиси билән балилиридин вә һәтта нәврилиридин ваз кәчкән қандақтур бир бай, салапәтлик адәмгә әргә тәгди. Лекин Кепинәкниң кетиши йеникчилик елип кәлмиди. Оғли өйлиниш тоғрилиқ мәслиһәтләр билән ишариләрни пүтүнләй рәт қилишқа башлиди. һәммә вақит аниси билән мәслиһәтлишип иш қилидиған Адилҗан анисиға ички сирлирини ейтмайдиған болди. Сабирә һәдә оғлиниң қәлб сирлирини биләлмәй қийнилатти. Немишкә у өйләнмәй ялғуз туруватиду? Яки илгәркидәкла Кепинәкни яхши көрәмду? Яки, бир қетим йеңилип, тавакәлчиликтин қечиватамду? һә, уни җимиғур дейиш тәс, лекин қандақ ана оғлиға бу һәқтә очуқ бир нәрсә дейишкә петиналайду? Қайси ана гәрчә кичик болсиму яхшилиққа йол ачидиған үмүт учқунидин ваз кечәләйду? У учқундин қанчилик һарарәт пәйда болатти?! Шунчилик кичик, әрзимәс учқун, лекин у ана үчүн ялқун шәписи еди. Сабирә һәдә һәқиқәтәнму оғлини тәләйсиз дәп һесаплатти. Шундақ болсиму, немишкиду оғлиниң соалиға пүтүнләй башқичә җавап берәтти.

– Мениң оғлум башқилардин қелишмайду, — деди ана.

– Растини ейтиңа.

– Растини ейтиватимән — өмрүмдә ялған ейтип, һелигәрлик қилмиған,– деди у йәнә қәлбидикини йошуруп.

Адилҗан чүшәнгән һалда, әйипкаранә күлүмсириди.

– Мана қараң, — у көк муқавилиқ папкини чиқарди– сизгә, әлвәттә, бу папка тонуш.

– Сениң шеирлириң.

– Мана, монучу? – Адилҗан башқа папкини көрсәтти.

Сабирә һәдә мүрисини қисти: у бу папкини биринчи қетим көрүвататти.

– Пикир – инкаслар, — деди у, — Сәккиз сәлбий инкас.

– Буни немә үчүн маңа ейтиватисән? – деди у ғәмкин һалда.

Адилҗан, гоя шундақ дейилишини күткәндәк, сөз қатти.

– Сиз, ана, ғәмгә петип қалдиңиз! Сизгә ичим ағрийду! Әнди пүтүнләй башқичә әһвални көз алдиңизға кәлтүрүп беқин: һәммиси әксичә болсун: Оғлиңизниң әсәрлири нәшир қилинди, уни адәмләр қизиқип оқумақта, униң тоғрилиқ яхши пикирләр ейтилмақта, әйнә шу вақитта, апа, сиз өзиңизни қандақ һис қилған болаттиңиз? Җим болуп қалдиңизғу? – деди у қизиған һалда. – У чағда, апа, сиз оғлиңиз билән пәхирлинәттиңиз, раст әмәсму? – У йәнә қошуп қойди: Аҗиз болушни яхши көрмәймән! Аҗизларға ечиниду – күчлүкләр билән пәхирлиниду!…

Сунған қомуч әкис әттүрүлгән рәсим әйнә шундақ ой деңизиға чөмдурди!

Әрзимәс нәрсидин қанчилик талаш-тартишлар пәйда болиду!

У қандақту бир әрзимәс сөз үчүн Сабир акиниң оғли – Баратахун – Бөртмә көзгә қандақ һуҗум қилди!

… Дәстихан үстидә төрт киши олтиратти – йолдиши, Адилҗан, меһманлар – Бөртмә көз вә аилиниң дости Қасим Рузиев, бәшинчиси – ашханиға жүгрәп, уларни меһман қиливатқан – Сабирә һәдә. Бу йәрдә һәр хил нәрсиләр тоғрилиқ сөз болди. Бөртмә көз қизиқ вақиәләрни сөзләп бәрди, арилиқта муқамлардин үзүндиләрни тиңшиди – бир сөз билән ейтқанда, улар көңүллүк олтарди, кәчки тамақ йейилип болуп, меһманларниң қайтидиған вақтиму болди. Әйнә шу чағда Баратахун һәмминиң көңлини ғәш қилидиған бир сөз ейтип, кейин уни ичигә сиғдуралмиғандәк қайта тәкрарлиди: “һәй, бизниң бечарә хәлқимиз”. Адилҗан өзини туталмай қалди, Сабирә һәдиниң жүриги буниң ахири яхши болмайдиғанлиғини сәзди.

– Бизниң хәлқимиз ечинишқа муһтаҗ әмәс! Болупму сиздәкләрниң… – деди Адилҗан орнидин туруп.

– Болупму кимдәкләрниң? Йәнә бир тәкрарлиғина, балам? – Бөртмә көзниң авазиндин рәнҗиш аһаңи аңланди.

– Немә болдиңиз, Баратахун ака?

– Немә үчүн? Биливалай дәватимән.

Бу йәрдә оғлиға азирақ кәңчилик қилсиму болатти, чүнки Бөртмә көз яш җәһәттин Адилҗандин чоң. Әгәр шундақ қилса, еһтимал, у кәскин кәткини үчүн Баратахундин кәчүрүм соратти, лекин кейинки вақиәләр Сабирә һәдиниң яхши нийәтлирини мәсхирә қилғандәк болди.

– Сиз хәлиқниң паравәнлиги тоғрилиқ тәшвишләнмисиңизму болиду, — деди Адилҗан өзини басалмай.

– Ейтиңа, у чағда бизгә охшаш саватсиз адәмләр немә һәққидә ойлисақ болиду? – Адилҗандин қелишмиди Бөртмә көз.

– Һәммә вақит өзиңизнила тәшвишләндуруватқан нәрсиләр тоғрилиқ.

– Мени ойға селиватқан немә? Ейтип берәләмсиз?

– Пәқәт өз қарниңизниң, өз янчуғиңизниңла ғемини йәйдиғанлиғиңизни билмәмсиз! – деди Адилҗан олтарғанларни сәрасимға селип.

Ейтқандәк, бу йәрдә Қейим акиниң оғли Қасим Рузиевму бар еди. У бир нәрсини чоңқур ойлиғандәк бешини төвән селип олтиратти, униң чирайидин йә Бөртмә көзниң наразилиғиға ортақ болғинини, йә Адилҗанни яқлаватқанлиғини билгили болматти. Адилжанниң килиғи ата-анини қаттиқ әпсусландурди. Сабирә һәдә билән Закир акиниң оғли, һәр қайсиси өзичә, талаш-тартишни бесишқа, амалниң баричә рәнҗигән меһманниң көңлини юмшитишқа тиришти. Адилжанниң дадиси қаттиқ ғәзәпкә келип, оғлиға: “Маң, йоқал!” – дәп ишикни ишарә қилди, у һеч қачан балисиға мундақ қопал мунасивәт қилмайдиған. Сабирә һәдә болса һәм балиси, һәм өзи, һәм ери намидин меһмандин әпу соратти. “Бала әмәсму, яшлиқ қилди, қәлбиңиздә униңға кир сақлимаң…” дәтти Сабирә һәдә Бөртмә көзгә ялвурғандәк қилип. Шуниңдин кейинла Баратахун сәл юмшиғандәк қилди, болмиса у өзини рәнҗиткәнләрни асанлиқчә кәчүрдиғанлардин әмәс.

– Әҗайип бир заманлар болуватиду, — деди ахири Бөртмә көз өйдин чиқишқа һазирлинип. У американ мәсиси үстигә йеңи каличини, костюми үстигә қиммәт баһалиқ күлрәң пальтосини вә бешиға қасқини кәң шляписини кийиведи, ақ “Волгиларда” жүридиған чоң башлиқлар – “корольғила” охшап кәтти. Демисиму уни бир чағда базарда көргән Федорниң қизи Бөртмә көзгә “навай-король” дәп ләқәмму қоюп қойған. Навай король – Баратахун – Сабир акиниң оғли Бөртмә көз хошлишип өйдин чиқиветип, сөзини йәнә давам қилди: — әқли җайида уйғур аилисидә техи ағзидин ана сүти кәтмигән яш балиниң өзидин чоң адәмни, йәнә келип, өйигә кәлгән меһманни налайиқ сөзләр билән һақарәтләп, баш-баштақлиқ билән қандақ яшаш керәклигини үгитиватқанлиғини вижданим көтәрмәйду…

Еһтимал, Баратахунниң ейтқини һәқиқәттур: Сабирә һәдә оғлиниң өз өйидә меһманлар билән сөз талишип, җаңҗал чиқармиған бирму күнини әсләлмәйду. Бу, бәлким, һазир вақитниң башқичә болуп кетиватқинидин әмәсту? Ундақ дәп ойлисаң, мошу Бөртмә көзниң балилири пүтүнләй униң әксичиғу? Униң үч оғли гоя зогулисини тәң үзгәндәк, бәқувәт, мунайим, чоңлар билән силиқ-сипайә муамилә қилип, һөрмәт билдүриду, Адилҗанниңкидәк қилиқлар улар үчүн тамамән ят! Уларниң балилиқ дәври қандақ өтти демәмсиз: миң бир қийинчиқлар билән сәккизинчи синипни түгәтти, шуниңдин кейин шоферлиқ курсини тамамлиди, алған билими шуниң билән – вәссалам. Кейин қолиға китапму алмиди, лекин уларниң һәр бири китап бойичә һаят мәктивини тамамлиди. Улардин бирәсиниң қолиға китап елип оқуп жүргинини һеч ким әсләлмәйду, лекин һәммиси дегидәк өз кәспиниң маһирлири, бирси дуканда сетиқчи, иккинчиси автомобильларниң инчик тилиғичә билиду, Баратахун аилисиниң шәхсий икки “Москвичи” бар, мәрһәмәт… Адилҗанни Бөртмә көзниң әдәплик, кичик пеил, лекин чаққан вә әплик балилири билән селиштурсақ, растини ейтқанда, явайи адәмдәк көрүниду – бу немә үчүн? Билим үчүн, илмий әмгәк, китап йезиш үчүн пай-петәк болуп жүрүп, әң муһим нәрсидин – маддий паравәнликтин айрилип қалғанлиқтинму? Пәқәт билим биләнла қосақ тоймайду. Әгәр у Бөртмә көзниң балилиридәк болса һаят мәктивидә башқичә тәлим алатти. Өзиниң шәхсий өйи, хусусий машиниси болар еди, шатлиқ издәп Кепинәкниң кәйнидин бекардин-бекар қоғлапму жүрмәс еди. Униң әсәбиму хатирҗәм, аилисиму көңүллүк, ғәмдин жирақ болар еди. Еһтимал, һәқиқәтни аш қазандин издәш керәк, дәп тәстиқләйдиған Бөртмә көз – Бартахун – навай­ король – Сабир акиниң оғли тоғридур. Пәқәт өз қарнини ойлаш – бу қандақ? Мундақ усул билән һәқиқәт издигүчиләргә китап, билим жирақ. Китаптин һәқиқәт издигүчиләргә аш қазан қийинчилиғини тартмай амал йоқ. Қайси яхши, биринчисиму, иккинчисиму?…

Сабирә һәдә кона сүрәтләргә қарап, көз алдиға Адилҗанни кәлтүрди, у Бөртмә көзни сәвәпсиз рәнҗиткән шу бир ахшамдин башлап, мана бир һәптидин көпирәк вақит, Адилҗан тоғрилиқ ой-хиял қөңлигә задила арам бәрмәйду – бу ой-хияллар: униң һаяти қандақ болиду? Балиниң қизиқиши уни нәгә елип бариду – түз йолғиму яки күлпәт ғариғиму — дегәндин ибарәт еди.

Әйнә шундақ ойға берилгәндә, униң жүриги йәнила санчишқа башлиди.

Яқ, бу вақиттила әмәс, буниңдин илгириму йәнә бир немиләр болған.

Һә, мана, мундақ йүз бәргән еди: деризә йенида пистәкниң һавшиши аңланди Сабирә һәдә, оғли һәққидики ойлардин бир дәқиқә азат болди – униң пикир-хияли башқа нәрсигә — һойлидики иштқа йөткәлди: пистәк немигә һавшиватиду? Кочида кетип барғанларға һавшидиму яки пәқәт өзигила чүшинишлик бир нәрсигә шатлинип қававатамду? Мана, пистәк супиға сәкрәп чиқти, аяқлирини кашила қилған зәнжирдин бошатти вә бешини егиз көтирип өзигила чүшинишлик болған бар немигә шатлағандәк махтиниш ипадисини билдүрди. Еһтимал, бу “немиду”– терәкниң сарғийип бәргидин үзүлүп чүшкән йопурмиғиду? Бәлким өзиниң қуйруғини чишләп ойнашқа хумар пистәккә охшаш йениға аяқлири астида пир-пир пеқириған шох бала кәби у шамалдур? Яки дәрәқтин дәрәққә йөткилип, барғансири пистәкниң тамиғи бар қачиға йеқинлишиватқан, әр-аял нәғмисини зоқ билән тиңшайдиған қарғоҗидур?…

– Һә, қар йеғиптудә! – Сабирә һәдә деризидин талаға бақти: йәрни, ләмпә үстини ун тасқиғандәк аппақ қар қаплиған. Сабирә һәдә дәрһал һойлиға чиқип, пистәкни бошатти – қандақ қилип қар йеғиватқанлиғини байқимай қалди? У таладин ашханиға йенип киргән вақтида жүригигә бир нәрсә жиңнә тиққандәк санчишқа башлиди, бу санчиш арқа-арқидин бир нәччә қетим давам қилди. Әйнә шу чағда у җүҗигә үн қатти: һәй, амриғим, неманчила чидамсизсән, қосиғиң ечип кәттиму?…

 

5

Тола көрүверип, чәтлири пүрләшкән, вақит өткәнсири сарғийишқа башлиған фото ­сүрәтләр һәқиқәтәнму Исмайиловлар аилиси өтмүшини толуғи билән әкис әттүрүп берәтти. Сабирә һәдә бу сүрәтләрни бәкму қәдирләтти, уларни альбомға чапланған мәхсус конверт-халтида әтивалап сақлатти вә йеши улғайғансири бу сүрәтләр униң қәлбини өзигә көпирәк җәлип қилатти. У альбомдики сүрәтләрдин өзиниң вә аилисидикиләрниң яшлиқ чағлирини көрүп һөзүрлинәтти, өтмүштики бәзи унтулмас вақиәләрни әсләп, хиял деңизиға ғәриқ болатти. Тоғра, Сабирә һәдә қәлбидә өтмүшкә интилиш барғансири күчийиватқанлиғи тоғрилиқ һеч қачан ойлапму бақмиған. У бу һәқтә сориса җавапму берәлмәтти. Мисал үчүн алайли, дайим кочиниң сол тәрипидә меңишни яхши көридиған адәмниң өмриниң ахирқи вақтида кочиниң оң тәрипидә меңип жүргинини көрисиз, немә үчүн? Чүнки адәм балиси қериғанда көпирәк иссиққа, қуяш нуриға муһтаж. Сабирә һәдә өтмүшкә қизиқишиниң сәвәплири һәққидә илгири көп ойланмисиму, бир күни тәвринип қалди. Аилидә әтивалап сақланған бир сүрәт конирап тозиған, қандақтур бепәрва қолниң еһтиятсиз һәрикити билән у пүтүнләй йоқ болуши мүмкин, әгәр у йоқалса, униң билән биллә Сабирә һәдигә әң қиммәтлик болған вә һазир униңға, униң қериндашлириға, әң кичик Жиғланғу Мичилдаққа униң балилириға, вә Адилҗанға йетишмәйватқан әң қәдирлик нәрсә биллә йоқилиду. һаят мундақла өтүп кәтмәс. Бир күни Адилҗанғиму амәт қуши күлүп бақар, у дуниядин бойдақ болуп өтүп кәтмәс. Чүнки йилтизи йоған дәрәқ путақсиз болмайдиғу?…

Сабирә һәдә аиләвий сүрәттин айрилип қелиш ховупи тоғрилиқ Қейим акиниң оғли — Қасим Рузиевқа сөзләп бәрди, сәвәви, у сүрәтчи – фотограф еди, өзлиридин бари – йоқи икки бенала жирақ туратти, Пазиловлар билән, җүмлидин өзлири билән йеқиндин арилишатти – бу биринчидин, Сабирә һәдә билән Қейим акиниң оғли сүрәтчи-лаборант еди.

Қейим акиниң оғли ишләйдиған бөлүм коридорниң – ахиридики униңға бәкитилгән 27-ханиға яндаш. Ейтқандәк, Сабирә һәдигә алтә бөлүм бәкитилип берилгән еди: волейбол мәйданидәк чоң 17-бөлүмдин башқа төрт кичик вә башлиққа тегишлик икки ханидин ибарәт бир бөлүм бар еди. Сабирә һәдә бир күни 27-ханини тазилап болуп, коридорға чиқти вә бир ишиккә есилған “фотолаборатория” дегән тахтиға қарап һәйран болди: шунчә вақиттин бери Қейим акиниң оғли һәққидә ойлимиғинини қара! Альбомдики әң қиммәтлик хатирә сүрәтни әксигә кәлтүрүшниң йүзлигән йоллирини издәп бақтию, Қейим акиниң оғли тоғрилиқ хиялиғиму кәлмиди. Мана, уни қутқазғучи йенидила екән, “чирақ түви қаранғу” дегән шу екәндә! Сабирә һәдә ишикни чәкти, чүнки “фотолаборатория” дегән тахтиниң астида “рухсәтсиз киришкә болмайду” дегән йезиқ бар еди, у бөлмигә кирди вә һаяҗан ичидә әстилик сүрәт тоғрилиқ һәммини фотографқа ейтип бәрди, у диққәт билән тиңшиғандин кейин, жәзмән ярдәм қилидиғанлиғини билдүрди…

Пазиловлар Рузиевлар билән тәсадипи, хаталашмисам, буниңдин он бир жил бурун, улар аилиси билән таш пақа–Таҗиханларниң өйи җайлашқан кочидин анчә жирақ әмәс йәрдики һөкүмәт өйигә көчүп кәлгән күндин кейин тонушуп қалди.

Аридин аз вақит өткәндин кейин Пазиловларниң өйидә йеши тәхминән Сабирә һәдиниңки билән тәң, еһтимал, сәл яширақ киши пәйда болди. Униң қолтуғида йөгәвалған бир немиси бар, униң йөгигини ечиштин номус қиливатқини билинип туратти. Сабирә һәдә униң тартиниватқанлиғини сезип, әрләрни ялғуз қалдурдидә, һойлиға чиқип кәтти. Йөгәктики ямашқа елип кәлгән чәми аҗрап кәткән кона туфли екән. Тонушлуқ әйнә шуниңдин башланди. Закир акиниң оғли билән Сабирә һәдә меһманниң әсли ялпузлуқ Қейим акиниң оғли екәнлигини билип, чин қәлбидин хошал болушти.

Қейим акиниң оғли алимлар өлкә тарихини үгинип билән шуғуллинидиған чоң мәһкимидә — қедим адәмләрниң яшиған йәрлирини издәп йәр қатламлирини қазидиған, китапларни язидиған вә мәмликәт һәм чәт әлләрдики муһим жиғинларда докладларни қилидиған, бир сөз билән ейтқанда, билимлик адәмләр бар мәһкимидә ишләтти. һелиму ядида, Пазиловларни Қейим акиниң оғли ишләватқан мәһкимидики башлиқларниң бириниң исми алаһидә қизиқтурған. Туфлини җөндәш һәққидики сөзләрдин кейинки сөһбәткә Сабирә һәдә өзини пүтүнләй байқимиған һалда беихтияр қошулуп кәтти, у чағда моздуз билән кийим тикиш фабрикисиниң кам сөзлүк тикинчисиниң өйини вәс-вәскә селиватқан тәсәввурлар тоғрилиқ Қейим акиниң оғли ойлапму бақмиған.

– Кәчүрисиләр, һошу-ра-хунов тоғрилиқ сораватмайдиғансиләр?

– Һошурахунов, дәмсиз? Әгәр қийин болмиса, исмини ейтиңа, – тақәтсизләнди Сабирә һәдә.

– Адил әмәсмиди? – сөзгә қошулди Сабирә һәдиниң ери.

– Нәқ шундақ, башлиқниң исим – фамилияси Адил һошурахунов, — деди меһман — Қейим акиниң оғли.

– Әзиз акиниң оғли дәң, — деди тәстиқлигәндәк Закир акиниң оғли.

– Һә, һошурахунов Адил Әзиз оғли, — деди меһман “Адил Әзиз оғли” дегән сөзни мәһкимә хадими пәқәт өзигила мәлум болған алаһидә урғу билән тәкитләп.

– Бизниң ялпузлуқ, — деди пәхирлиниш билән Сабирә һәдиниң ери.

– Силәр, — Сабирә һәдә ериға ишарә қилди, — бир чағларда ағинә әмәсмидиңлар?

Ериниң сөзи бойичә, Тохтәм Әзиз акиниң оғли Адил һошурахунов билән ағинә — өңгә һесаплинатти, әмәлиятта болса улар йеқин достлардин әмәс. Тохтәм пәқәт көңүл үчүнла Адилни ағинә дәп атайдиған. Тохтәм – Закир акиниң оғли һошурахуновниң дости! Сабирә һәдә қәлб хатирисини варақларкән, альбомдин ери билән Ялпузчанлиқ оттура мәктәп оқуғучиси, Әзиз акиниң оғли, яш Адилниң савақдиши Тохтәм билән сөһбәтлишип турған вақти әкис әттүрүлгән сүрәтни көрди. Лекин уларниң сөһбитини достанә, көңүллүк сөһбәт дәп аташ мүмкин әмәс еди. Сабирә һәдә сүрәткә диққәт билән қарап, Тохтәмниң қолида ис чиқип турған тамакини байқиди. Еһтимал, сүрәт Адил Тохтәмни тамака чәккини үчүн жемиләватқан чағда чүширивелинған болса керәк. Қизиқ, Тохтәм мәктәптә оқуп жүргән вақитлиридила төрт нәрсигә: моздузлуқ, тамака чекиш, һарақ ечиш вә гармошкида ойнашқа қизиқатти. Худаға шукри, у ичимликкә берилип, һарақкәш болуп кәтмиди, гармошкида ойнашниму дегәндәк үгинәлмиди – таланти йәтмиди! Сабирә һәдә альбомдин у иккиси биллә чүшкән йәнә бир сүрәтни тепивалди, униңда яш Тохтәм рабфак студенти Адилниң ялқунлуқ сөзини диққәт билән тиңшап туратти. Гоя униңда рабфак студентиниң: “Пазилов, немини чүшәнмәйватисән? Худа йоқ дедимму, болди, чекит қой, вәссалам!…” дегән сөзлири, Тохтәмниң: “Бир қисмила гәп қиливатисән, чүшинәлмайватимән, чекитни қәйәргә қойсам боларкин…” дәп тиңирқашлири, шетил, Баратахунниң, шу чағдики Баратжанниң: “Йолдаш Пазилов, “билмәйсән”, “чекитни қәйәргә қойсам боларкин?” дегиниң немиси. “Саватиңни ач, китапни көп оқи, радио тиңша, рабфакни түгәт – шу чағда чекитнила әмәс, үндәш бәлгүсиниму қәйәргә қоюшни билисән!…” дегән сөзлири аңливатқандәк туюлатти.

Меһманниң: — һә, силәрниң жутдишиңлар, дәп тәстиқлигини ядида.

Пазиловлар һәйран болушти: бир шәһәрдә шунчә жил биллә яшап, бир-бирини билмәйдиғанму ишлар болидекән… Пазиловларни билмисиғу мәйли, улар аддий адәмләр, лекин, Әзиз акиниң оғли, тонулған алим тоғрилиқ билмигәнниң өзи қандақ? һә, бу йәрдә әҗәпләнгидәк һеч нәрсә йоқ: чоң шәһәр, униңда онлиған чоң кочилар билән бағчилар, йүзлигән чоң-кичик йоллар билән он миңлиған өйләр вә макан­җайлар, һәр хил мәһкимиләр билән идариләр бар. Бу кочилар, фабрикиларда һәр хил адәмләр – чоң вә кичик, яш вә қери, яхши вә яман, көрүнидиған вә көрүнмәйдиған адәмләр миғилдап жүргән чүмүлә угисиға охшайду. Униңда Әзиз акиниң оғли һошурахуновниң Пазиловлар диққәт­ етиваридин чәттә қелишиму һеч гәп әмәс.

– Адил Әзиз оғли шәһәргә йеңидин кәлди, — деди туфлисини жөндәткили киргән Қейим акиниң оғли өй егилириниң һаяҗанлиниватқанлиғини сезип.

– Адил шәһәргә йеқинда кәлди дәмсиза? – Биринчи қетим аңливатимән, — деди Сабирә һәдиниң ери бу тәсадипи гәптин һәйран болғандәк.

– Нәқ шундақ, хаталашмисам, қулиғиңиз яхши аңлайдиғу дәймән.

– Шундақ дәң! Улар шәһәргә йеқинда кәлсә, бу башқа гәп.

– Улар шу вақитқичә нәләрдә жүргәнду? – дәп үн қатти Сабирә һәдә, — Алмутида боптиму?

– Пәқәт Алмутидила әмәс. һошурахунов, Қейим акиниң оғли бир немини әслигәндәк бирдин “Адил Әзиз оғлидин” “һошурахуновқа” өтүп, бу сөзни шунчилик һөрмәт тәләппузи билән ейттики, Сабирә һәдә өзини йоқитип қойғили тасла қалди, ишни дәсләп Москвада башлиған…

– Москвада дәң. Немишкә у йәрдин “башлиған?”

– Кейин у Москвада патмай қаптиму? һелиму есида, Қейим акиниң оғли өтмүшниң сирлиқ сәһипилирини варақлиғуси кәлмидиму, бирдин яматқили елип кәлгән чәми төшүк туфлини қолиға алди, әйнә шу чағда Сабирә һәдиниң нәзәри туфлиға чүшти–униң чәмидә хелила йоған төшүк бар екән. Сабирә һәдә дәрһал меһманға қарап, униң айиғида техи йеңила кийгән туфлини көрди. Демәк, Қейим акиниң оғли айиғидикини йеқиндила алмаштурған. Шундақ туруп, әски туфлисини немишкә ташлавәтмидикинә? Бу бехиллиқтинму, намратлиқтинму? Яки униң ихтисатчанлик, теҗәмқарлиғидинму? Бир қаримаққа аддийла, әрзимәйдиған нәрсидәк көрүниду. Чоңқурирақ ойлап қарисақ, бу йәрдә чоң теҗәмкарлиқ бардәк сезилиду. Шу арида Қейим акиниң оғли кона туфли билән хошлишиватқандәк, униң чәминиң төшүк йерини сийпап қойди, лекин униң хияли пүтүнләй башқа нәрсидә еди.

– Һошурахунов, еһтимал, силәргә мәлум болғинидәк, дәсләп Қазанда, кейин Москвада оқуди, — деди у бу йәргә киргәндикидәк иза тартмастин туфлиниң төшүк чәмигә нәзәр ташлиған һалда, – кейин Москвада ишини давамлаштурди…

– Бәри бир Москвада, — деди Сабирә һәдиниң ери тиңирқиғандәк.

Сабирә һәдә буниң тәпсилатиға қизиқиватқан гоя ялғуз өзидәк қолайсиз әһвалда қалди. Меһман өй егилириниң һошурахунға алаһидә қизиқиватқанлиғиға анчә етивар берипму кәтмиди. Чүнки уларниң һәр иккисини ялпузлуқлардин дәп ейтишқа болатти. Тоғра, Әзиз акиниң оғли туғма ялпузлуқ, Қейим акиниң оғли болса униңдин анчә жирақ әмәс шәһәрдә яшатти. Униң сөзи бойичә, һошурахунов Ялпузға туққанлирини йоқлаш үчүн арилап-арилап келидиған. Немишкә шундақ? Бир чағларда лаборант-фотограф болған Қасим Рузиев – Қейим акиниң оғли алимларға һәсәт қилатти. Әнди өзиниң башлиғи Әзиз акиниң оғли – Адил һошурахуновқа ичи тарлиқ қилмайватқанду? Қәйәргила қарима, адәмләр һәсәтхорлуқ, көрәлмәсликкә чирмишип кәткәндәк: өз җайида йеңи бена салсаңму көрәлмәйду, ахча жиғип, бирәр йеңи нәрсә сетивалсаңму ичи тарлиқ қилиду, балилириң көп болса, тил тәккүзүшкә тәйяр! Немә дегән чидамсизлиқ! Унчивала һәсәтхор болғичә, турмушни сәрәмжан башқуруп, өзи ясиса, өзи сетивалса, өзи туғса болмамду? Әгәр Сабирә һәдидә шундақ һоқуқ болса, буниңдин кейин бир бирини көрәлмәслик, һәсәтхорлуқ мәнъий қилиниду, дәп пәрман чиқиратти...

– Униңдин кейин Алмутиға йөткилип кәлди, – деди Қейим акиниң оғли, илгәркидәкла туфлисиниң төшүк чәмини сипаштуруп, — кейин у йәрдин Турешарға йөткәлди…

– Турешарға, Алмутидин Турешарға кәлдима?

– Бир институттин иккинчисигә, һазир болса Турешардин бу йәргә қәдәм тәшрип қилди…

Қейим акиниң оғлиниң туфли банисида бу өйгә дәсләп кириши билән Пазиловлар вә Рузиевлар аилири оттурисида йеқин достлуқ, хошнидарчилиқ башланди. Пазиловларни биринчи болуп Рузиевлар меһманға чақирди. Бу чақириш туфлини көңүлдикидәк жөңдәп бәргини үчүн әмәс, Қейим акиниң оғли билән униң хуш пеил рәпиқиси Хеличәм уларни өй чейиға тәклип қилишти. “Йеңи өй” дейишму артуқчә – яхшиси өй алғини үчүн дәйли, чүнки Рузиевлар чедири икки тәрәпкә сирлаңғу килип йепилған, тамлири хам кесәктин қопирилған кона коммунал бенадики әски өйгә көчүп кәлгән еди. Рузиевларниң хошаллиғини чүшиниш тәс әмәс, улар бәш җан– кичик үч балиси билән ижаридә олтирип, у йәрдин бу йәргә көчүп жүрәтти. Мундақ чағда өзәңниң өйигә егә болуш чоң хошаллиқтә! Икки ханидин ибарәт бу өй қолайлиқларғиму егә әмәс еди: униң бирси һәм ашхана, һәм кийим салидиған җай, һәм амбар орнида. Лекин һелиму ядида, һәқиқий ашханиси, хали җай, жуюнидиған ванна-души болмиғиниға, көмүр қалап, от яқидиғанлиғиға қаримай, Рузиевларниң хошаллиғи чәксиз.

– Биздин, Рузиевлардин қув һеч ким йоқ, — дәп күлгән еди шу чағда меһмандост Хеличәм, бу йәргә көчүп келипла өйүмизни кәңәйтиш үчүн йәнә новәткә йезилип қойдуқ.

– Һазирчә чидашқа болиду, “сәвир қилсаң ғорудин һалга пишар” дәйдикән, новитимиз келип қалса, үч еғизлиқ өйгә егә болуп қалармиз: балилар чоң болуватиду: икки оғул. Бир қизға бир хана тарлиқ қилиду.

Шундақ болғиниму яхши: адәмгә қувлуқму керәк. Лекин Рузиевлар қувлуқ қилип немигә йәтти? Он жилдин көпирәк меңип жүрүп аран дегәндә икки еғизлиқ кона өйгә егә болди. Йеңи өй елиш – техи арман. Сабирә һәдә шуниңға чиң ишиниду: өй мәсилисини һәл қилишта Рузиевлар қув әмәс, бәлки округ бойичә Пазиловлардәк қувларни тепиш қийин. Болупму униң йолдиши Закир акиниң оғли Тохтәмдәк қув адәмни тепиш асан әмәс. У немә қилди? Закир акиниң оғли өйгә йезилиштин пайда йоқ дәп, шәһәрниң әң четидики өрүлүп кетәй дегән бир әски өйни әрзәнла сетивалди. Аридин сәккиз жил өткәндин кейин ахча жиғип, чирайлиқ өй турғузди. Йәнә бирәр жилдин кейин язлиқ ашхана, монча, һойлисида арам-бәхш бостан, алмилиқ бағ пәйда болди!

Қейим акиниң оғли шунчилиқ қувму? У пенсиягә чиқишиға аз қалсиму, һеч қандақ байлиқ топлалмиди. У үч балини тәрбийләп қатарға қошти — қизи нәйчи-музыкант, чоң оғли таш вә яғачқа ишләш бойичә маһир нәққаш, кичик оғли армия сепидә өз борчини ада қилмақта. Балиларни оқутуш, аяққа турғузуш һәр кимниң қолидин келиверидиған асан иш әмәс. Кичик оғли сүрәткә чүширишкә бәкму қизиқиду. Еһтимал, у миңлиған сүрәтләрни чүшәрди, униң бир қисми армиядики хизмитигә бағлиқ чүширилгән. Униңдин башқа у сүрити билән кичик мақалә вә хәвәрләрни йезип, гезит вә журналларда елан қилдурған. “Ташта өскән гүл” – әйнә шундақ. Униң тәнқисидий мақалилири билән хәвәрлири қанчилик көңүлсизликләрни туғдурмиди дәйсиз? Мана, бийил башлиғи билән яманлишип, чоң бир жаңжалға сәвәп болди. Униң қени қизиқ, көп вақитларда өзини туталмайду.

Яман хатириләр нери кәт!

Сабирә һәдә өзигә өзи буйруқ қилди: пәқәт яхшилиқ тоғрилиқла ойлайли! Рузивларниң өйигә биринчи қетим киргәндә дилға арам беғишлайдиған иш­ һәрикәтләр аз болғанмиди?! Шу чағда уларни Рузиевлар қандақ иллиқ күтүвалди. Дәстиханға һәр хил назу-немәтләр, өзлири тәйярлиған мурәббәниң бир нәччә түри, алма, нәшпүт, киш-миш, яңақларни төкүп ташлиди, әлвәттә, сиркә, лазиҗан билән титирәп турған хошаң кәлтүрүлди! Сабирә һәдә йәнә әскә алди: Қейим акиниң оғли, заманивий қаидә бойичә, қәйәрдинду бир ботулка шампанскини чиқирип, жоза үстигә қойди, лекин Сабирә һәдиниң йолдиши задила унимиди. “Сиз, Тохтәм ака, қизиқ адәмдә, пулемет оқиға көксини тутуп турғандәк, ботулкини шкафқа йошурушқа мәжбур қилдиңиз” деди Қейим акиниң оғли сәл көплигән көңүллүк вақиәләрни әслигәч. Әлвәттә, меһманға барғанда тамақ вә назу-немәтләрниң моллиғи адәмни хошал қилиду, лекин асасий мәсилә тамақта әмәс, бәлки өй егисиниң меһманларни иллиқ сөз, хуш кәйпият, сәмимий қарши елишида, өй егиси меһманларға очуқ дил көрсәтмисә, униң күлүп туруп ейтқан сөзлиригә ишинишкә болмайду, йегән тамиғиң тениңгә сиңмайду. Һелиму есида, Рузиевларниң өйидә меһманда болғанда икки аилә, худди бир туққан қериндашлардәк, сәмимий сөһбәтлишип, интайин көңүллүк олтиришти. Тохтәм ака музыка тоғрилиқ гәп башливеди, Қейим акиниң оғли муқамлар йезилған пластинкини тиңшашни тәклип қилди — өйдә иллиқ сөһбәткә жор болуп, йеқимлиқ музыка яңрашқа башлиди…

Қейим акиниң оғли Сабирә һәдиниң пенсиягә чиққандин кейин ишләш хаһишини билгәндин кейин, уни өз мәһкимисигә тазилиқ хадими қилип чақиртивалди. Бундақ болуши ухлиса чүшигиму кирмигән Сабирә һәдә немә қиларини билмәй аң-таң болуп қалди. Шу чағда Қейим акиниң оғли Сабирә һәдигә йеникчилик туғдуруп, ишқа орунлаштурушниң барлиқ аваричилиғини өз үстигә алди: Униң намидин өзи әризә йезип, кадрлар бөлүмигә әкирди. Шу чағда Сабирә һәдиниң униңға болған миннәтдарлиғини изһар қилишқа тил ажизлиқ қилиду!

Һелиму ядида, әйнә шуниңдин кейин Сабирә һәдә Әзиз акиниң оғли Адил билән болидиған муқәррәр учришишқа тәйярлинип жүрди. Уму жирақ әмәс екән. Бир күни Сабирә һәдә челәк, сүпүргә тутқан һалда коридорда кетип баратти, йенидики адәм билән қандақтур бир мәсилә тоғрилиқ қизғин бәс-муназирә қилип аста келиватқан Әзиз акиниң оғли униңға учришип қалди. Улар қолидики қәғәзгә қарап, бәзидә тохтап қалатти. Сабирә һәдә қәстән қәдимини астилатти. Йеқинлишип кәлгәндә, салам бәрди вә уларни өткүзувәтти. Әйнә шу чағда Әзиз акиниң оғли сәл чечилған вә һәҗәпләндәк Сабирә һәдигә қарап, салам бәрди:

– Ваәләйкүм әссалам.

– Сиз мени тоналмайватамсиз? – сориди Сабирә һәдә.

– Растини ейтсам, әсләлмидим, иқрар қилди– деди Әзиз акиниң оғли.

– Мән Сабирә Пазилова.

– Пазилова?

– Һә, Пазилова, әслидә Исмайилова, Немәт акиниң қизи, есиңиздиму? Ялпузниң четигә жайлашқан тамлири егиз қорачу?

– Ялпуздин дәмсиз? — Әзиз акиниң оғли Сабирә һәдә билән сөзлишиватқан болсиму, өзи чечилаңғу, ойи башқа нәрсидә еди.

– Дәл шу – Ялпуздин.

– Наһайити яхши,– деди у вә бир дәқиқидини кейин қошуп қойди: интайин яхши. Шуниңдин кейин униң сөһбәтдиши күлүп кәтти. Әзиз акиниң оғли болса униңға мәнилик қарап: жүрүң, кабинетқа кирәйли, шу йәрдә параңлишимиз, – деди, у кетиветип йәнә тәкрарлиди: наһайити яхши…

Учришиш бир минутчә давам қилди. Лекин униңда һеч нәрсә айдиңлашмиди: Әзиз акиниң оғли ейтқан “яхши, наһайити яхши” дегән сөзләр немини көздә тутиду?

Һә, бир чағларда данишмән аял Валентина Густавовна Гусева һәр хил ойларни көп ойлап, жүрәккә азар бәрмәсликни жекигән. Сабирә һәдиму Гусеваниң мәслиһәтлиригә әмәл қилип, яхши ойлар билән жүрәкни чоқуйдиған жүжини қоғлашқа тиришатти вә бәзидә бу данишмән аялға муражиәт қилатти: “Рәхмәт, Сизгә, Валентина Густавовна Гусева, яхши мәслиһитиңиз үчүн. Худайим өмриңизни узун қилсун, пәқәт жүригиңизла әмәс, йәттә әзайиңиз һәммә вақит сағлам болсун…”

 

(Диққәт! Китапниң беши үстүдә берилгән)

Толуқ китапниң тексти PDF форматта ечилиду

 

© Исрайил Ибрагимов,1994-ж.

 


Количество просмотров: 4651